1
Колосилиқларға йезилған хәт 3:13
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүңларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүргинидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар.
Compare
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:13
2
Колосилиқларға йезилған хәт 3:2
Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:2
3
Колосилиқларға йезилған хәт 3:23
Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:23
4
Колосилиқларға йезилған хәт 3:12
Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:12
5
Колосилиқларға йезилған хәт 3:16-17
Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар. Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:16-17
6
Колосилиқларға йезилған хәт 3:14
Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:14
7
Колосилиқларға йезилған хәт 3:1
Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асмандики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:1
8
Колосилиқларға йезилған хәт 3:15
Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:15
9
Колосилиқларға йезилған хәт 3:5
Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөзлүкләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:5
10
Колосилиқларға йезилған хәт 3:3
Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:3
11
Колосилиқларға йезилған хәт 3:8
Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:8
12
Колосилиқларға йезилған хәт 3:9-10
Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап, йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниватқиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:9-10
13
Колосилиқларға йезилған хәт 3:19
Әй әрләр, аяллириңларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:19
14
Колосилиқларға йезилған хәт 3:20
Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәббимизни хурсән қилиду.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:20
15
Колосилиқларға йезилған хәт 3:18
Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға мунасип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.
Explore Колосилиқларға йезилған хәт 3:18