Силәр бурун гуна ичидә яшиғанлиғиңлар вә гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулмиғанлиғиңлар үчүн, роһий җәһәттә өлүк едиңлар. Бирақ Худа силәрни Әйса Мәсиһкә бағлап, йеңи һаятқа ериштүрди вә пүтүн гуналириңларни кәчүрүм қилди. Әйса Мәсиһ чапрас яғачқа миқланғанда, Худа барлиқ гуналиримиз хатириләнгән, бизгә қарши болған һесап-китавини шу чапрас яғачқа миқлап, бекар қилди.