Колосилиқларға йезилған хәт 3
3
Кона вә йеңи һаят
1Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асмандики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду. 2Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар. 3Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур. 4Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.
5Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөзлүкләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду. 6Худаниң ғәзиви мошундақ ишларни қилғучиларниң бешиға чүшиду. 7Бурун силәрму бундақ арзу-һәвәсләр ичидә яшап, яман турмуш кәчүргән едиңлар.
8Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар. 9Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап, 10йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниватқиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду. 11Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, #3:11 Явайи — грекчә атилиши «скиф» болған, Қара деңиз билән Каспий деңиз оттурисида яшиған бир хәлиқни көрситиду. Римлиқлар билән греклар ушбу хәлиқни наһайити мәдәнийәтсиз вә явайи дәп атиған. қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.
12Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар. 13Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүңларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүргинидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар. 14Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду. 15Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар. 16Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар. 17Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Йеңичә кишилик мунасивәтләр
18Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға мунасип һалда әрлириңларға бойсунуңлар. 19Әй әрләр, аяллириңларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар. 20Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәббимизни хурсән қилиду. 21Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муамилидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиңлар чүшкүнлишип кетиду.
22Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуңлар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар. 23Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар. 24Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливатисиләр. 25Мәйли ким болушидин қәтъий нәзәр, яман иш қилса, қилған яман ишиға яриша Худаниң җазасиға тартилиду. Чүнки Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.
Currently Selected:
Колосилиқларға йезилған хәт 3: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti