YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 12

12
Өзини Худаға беғишлаш
1Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүни­мән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур. 2Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.
3Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириң­­ларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар. 4Бизниң тенимиз көплигән әзалардин тәркип тапқан һәм һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған роли бар. 5Шуниңға охшаш, биз мәсиһийләр көп болсақму, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн һәммимиз бир тән болуп, бир-биримизгә бағлинип туримиз 6һәм Худаниң бизгә ата қилған меһир-шәпқитигә асасән һәр биримиздә охшаш болмиған қабилийәтләр бар болиду. Әгәр Худаниң силәргә бәргән қабилийити Өзиниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш болса, Униң силәргә пәйғәмбәрлик сөз арқилиқ сөзләватқанлиғиға ишәнгиниңлардәк, ишәнч билән бу пәйғәмбәрлик сөзни башқиларға йәткүзүңлар. 7Худаниң силәргә бәргән қабилийити башқиларға хизмәт қилиш болса, хизмәт қилиңлар; Худа тоғрисида тәлим бериш болса, тәлим бериңлар; 8илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.
9Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниң­лар, яхши ишларда чиң туруңлар. 10Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар. 11Қизғинлиғиңлар совуп кәтмисун. Әксичә оттәк қизғин қәлбиңлар билән Рәббимизгә хизмәт қилиңлар. 12Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар. 13Худаниң муқәддәс хәлқи ариси­дин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.
14Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар. Уларға пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар. 15Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар. 16Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувал­маңлар.
17Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар, көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар. 18Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар. 19Қәдирлик достлар, интиқам алмаңлар, буни Худаға тапшуруңлар. Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам алғучи Мәндурмән, уни Мән чоқум қилимән». 20Муқәддәс Язмиларда йәнә мундақ йезилған: «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услиғини қандур. Бундақ қилиш билән униң йүзини чимилди­тип, уни хиҗаләтчиликтә қалдурисән». Силәрму интиқам елишниң орниға шундақ қилиңлар. 21Демәк, яманлиқ алдида тиз пүкмәңлар, яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.

Highlight

Copy

Compare

Share

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in