Римлиқларға йезилған хәт 13
13
Һөкүмәт алдидики җавапкәрчилигимиз
1Һәммә адәм һөкүмәткә бойсунуши керәк. Чүнки һәр қандақ һакимийәт Худадин кәлгән һәм һөкүмәтни Худа Өзи тиклигән. 2Шуниң үчүн һөкүмәткә қаршилиқ қилғучилар Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Бундақ қаршилиқ қилғучилар һөкүмәт тәрипидин җазаға тартилиду. 3Тоғра йолда маңғанлар һөкүмәт әмәлдарлиридин қорқмайду, лекин яман йолда маңғанлар униңдин қорқиду. Һөкүмәт әмәлдарлиридин қорқушни халимаймән десәң, ундақта тоғра йолда маң. У чағда һөкүмәт әмәлдарлириниң махтишиға сазавәр болисән. 4Чүнки һөкүмәт әмәлдарлири Худаниң хизмәтчилири болуп, улар сениң мәнпийитиң үчүн ишләйду. Лекин яман йолда маңсаң, әлвәттә қорқушуң керәк. Чүнки һөкүмәт әмәлдарлириниң җазалаш һоқуқи бардә! Улар Худаниң хизмәтчиси болуп, яман йолда маңғучиларни җазалашқа тайинланған. 5Шуниң үчүн һөкүмәт әмәлдарлириға бойсунуш керәк, бу пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки Худа алдидиму вижданлиқ болуш үчүндур.
6Баҗ тапшурушуңларниң сәвәвиму мана шудур. Һөкүмәт әмәлдарлири болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқуруп беридиған хизмәткарлиридур. 7Һәр кимгә өзигә тегишлик һәққини төләңлар. Ғәллә-парақ #13:7 Ғәллә-парақ — деханлар һөкүмәткә мәлум нисбәт бойичә селиқ орунда тапшуридиған ашлиқ. жиққучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиға баҗни тапшуруңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанларни һөрмәт қилиңлар, иззәтләшкә тегишлик болғанларни иззәтләңлар.
Башқилар алдидики җавапкәрчилигимиз
8Меһир-муһәббәт көрситиштә өз-ара бир-бириңларға қәриздар болғандин башқа, һеч кимгә һеч қандақ қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду. 9«Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, башқиларниң тәәллуқатлириға көз қириңни салма» дегән пәризләр вә буниңдин башқа барлиқ пәризләр «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән бу әмиргә жиғинчақланған. 10Башқиларни сөйгән киши уларға яманлиқ қилмайду, шуниң үчүн меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашуриду.
11Һазир муһим бир дәвирдә яшаватқанлиғимизни билип, буларни силәргә дәватимән. Уйқидин ойғинидиған вақтиңлар йетип кәлди, чүнки бизниң дәсләпки ишәнгән вақтимизға қариғанда, әң ахирқи үзүл-кесил қутқузулуш күнүмиз техиму йеқинлап қалди. 12Қараңғу кечә өтүп кәтти, күндүз, йәни Әйса Мәсиһниң қайтип келидиған күни йеқинлап қалди, шуңа қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң савутини кийиңлар. 13Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар. 14Әйса Мәсиһниң тәбиитини өзәңларға өзләштүрүңлар. Гунакар тәбиитиңлардики арзу-һәвәсләрни қандурушни ойлимаңлар.
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 13: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti