1
Римлиқларға йезилған хәт 12:2
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләйсиләр.
Compare
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:2
2
Римлиқларға йезилған хәт 12:1
Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүнимән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:1
3
Римлиқларға йезилған хәт 12:12
Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:12
4
Римлиқларға йезилған хәт 12:21
Демәк, яманлиқ алдида тиз пүкмәңлар, яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:21
5
Римлиқларға йезилған хәт 12:10
Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:10
6
Римлиқларға йезилған хәт 12:9
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниңлар, яхши ишларда чиң туруңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:9
7
Римлиқларға йезилған хәт 12:18
Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:18
8
Римлиқларға йезилған хәт 12:19
Қәдирлик достлар, интиқам алмаңлар, буни Худаға тапшуруңлар. Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам алғучи Мәндурмән, уни Мән чоқум қилимән».
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:19
9
Римлиқларға йезилған хәт 12:11
Қизғинлиғиңлар совуп кәтмисун. Әксичә оттәк қизғин қәлбиңлар билән Рәббимизгә хизмәт қилиңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:11
10
Римлиқларға йезилған хәт 12:3
Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:3
11
Римлиқларға йезилған хәт 12:17
Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар, көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:17
12
Римлиқларға йезилған хәт 12:16
Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувалмаңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:16
13
Римлиқларға йезилған хәт 12:20
Муқәддәс Язмиларда йәнә мундақ йезилған: «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услиғини қандур. Бундақ қилиш билән униң йүзини чимилдитип, уни хиҗаләтчиликтә қалдурисән». Силәрму интиқам елишниң орниға шундақ қилиңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:20
14
Римлиқларға йезилған хәт 12:14-15
Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар. Уларға пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар. Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:14-15
15
Римлиқларға йезилған хәт 12:13
Худаниң муқәддәс хәлқи арисидин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:13
16
Римлиқларға йезилған хәт 12:4-5
Бизниң тенимиз көплигән әзалардин тәркип тапқан һәм һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған роли бар. Шуниңға охшаш, биз мәсиһийләр көп болсақму, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн һәммимиз бир тән болуп, бир-биримизгә бағлинип туримиз
Explore Римлиқларға йезилған хәт 12:4-5