Римлиқларға йезилған хәт Қисқичә чүшәндүрүш
Қисқичә чүшәндүрүш
Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлустур. У бу хәтни Римдики мәсиһийләр җамаитини зиярәт қилишқа тәйярлиқ қилиш йүзисидин язған. Бу Павлусниң өзи тарқитиватқан Хуш Хәвәрни әң тәпсилий чүшәндүргән бир хетидур. Униңда Әйса Мәсиһкә болған ишәнч, шундақла бу ишәнчниң мәсиһийләр әмәлиятида қандақ ипадилиниши тәсвирләнгән.
Павлус бу хетидә пүткүл инсанларниң гунакар екәнлиги, қутқузулушқа муһтаҗлиғи, пәқәт Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқла қутқузулидиғанлиғи вә Әйса Мәсиһкә бағлиниш биләнла Худаға йеқинлишалайдиғанлиғи, мәсиһийләрниң қәлбидики Муқәддәс Роһ уларға күч-қудрәт беридиғанлиғи, уларниң мәсиһийләргә лайиқ яшиши вә башқиларға меһир-муһәббәт көрситиши керәклигини нуқтилиқ тәкитлигән.
Муәллип йәһудийларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи билән йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинишиниң Худаниң инсанларни қутқузуш планиға мас кәлгәнлигини оттуриға қоюш билән биллә вақит-саати кәлгәндә йәһудийларниңму қутқузулидиғанлиғини чүшәндүргән.
Тезис:
1. Дуаю-салам (1-бап 1-17-айәтләр)
2. Инсанларниң гунакар тәбиити (1-бап 18-айәттин 3-бап 20-айәткичә)
3. Худаниң инсанларни қутқузуш йоли (3-бап 21-айәттин 4-бапқичә)
4. Мәсиһийләрниң Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаяти (5-8-баплар)
5. Йәһудийлар вә Худаниң инсанларни қутқузуш плани (9-11-баплар)
6. Мәсиһийләрниң Худаға атилип яшиши (12-баптин 15-бап 13-айәткичә)
7. Ахирқи сөзләр (15-бап 14-айәттин 16-бапқичә)
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт Қисқичә чүшәндүрүш: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti