Римлиқларға йезилған хәт 9
9
Худа билән исраилларниң мунасивити
1Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләймән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду. 2Демәкчи болғиним, исраиллар, йәни йәһудийларниң Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнлигигә кәлсәк, мән улар үчүн интайин көп ғәм-қайғу қиливатимән, қәлбимму һемишәм азап ичидә өртиниватиду. 3Әгәр мениң Худа тәрипидин ләнәт астида қелип, Әйса Мәсиһтин айрилип қелишим қериндашлирим вә җан-җигәрлирим болған исраилларниң қутқузулуши үчүн ярдәм берәлисә, мән мундақ қилишқиму рази болаттим. 4Исраиллар болса Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларға пәрзәнтлик салаһийитини бәрди. Өз улуқлуғини көрсәтти, улар билән келишимләрни түзүп, уларға Тәврат қанунини ата қилди. Исраиллар Худаға һәқиқий ибадәт қилишни үгинип, Худаниң вәдилиригә еришти. 5Улар Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң әвлатлиридур. Әйса Мәсиһму уларниң Әвлади болуп, бу дунияға инсан тенидә кәлди. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүридиған, мәңгү мәдһийилинидиған Худадур, амин!
6Мән һәргизму исраилларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи билән Худаниң уларға қилған вәдиси бекар болди, демәкчи әмәсмән. Чүнки Худаниң нәзәридә Исраилниң әвлади болғанларниң һәммисила һәқиқий исраил һесапланмайду. 7Гәрчә улар Ибраһимниң әвлатлири болсиму, Худаниң нәзәридә уларниң һәммисила Ибраһимниң пәрзәнтлири һесапланмайду. Муқәддәс Язмиларда Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән. 8Демәк, җисманий җәһәттин Ибраһимниң әвлатлириниң һәммисила Худаниң пәрзәнтлири болувәрмәйду. Пәқәт Худаниң Ибраһимға қилған вәдисигә асасән туғулған әвлатларла Худаниң пәрзәнтлиридур. 9Чүнки Исһақниң туғулуши тоғрисида Худа әҗдадимиз Ибраһимға вәдә бәргән. Бу вәдә мундақ еди: «Келәр жили бу чағда қайта келимән, шу чағда аялиң Сарә бир оғулға ана болиду».
10Буниңдин башқа, Рибәқа әҗдадимиз Исһақтин қош гезәккә һамилдар болғанда, 11-12Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асасланған. 13Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Яқупни таллидим, Әсавни рәт қилдим», дәп йезилғинидәк.
14Ундақта, буларға немә дәймиз? Бу йәрдә Худани адил әмәс дәймизму? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! 15Чүнки Худа Муса пәйғәмбәргә мундақ дегән:
«Кимгә меһриванлиқ қилғум кәлсә, шуниңға меһриванлиқ қилимән,
Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».
16Демәк, Худа кимгә рәһимдиллик көрситишни Өзи таллайду. Бу инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға бағлиқ әмәс, бәлки Худаниң рәһимдиллигигә бағлиқтур. 17Худа Муқәддәс Язмиларда Мисирниң падишасиға мундақ дегән: «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт — пәқәт сениң үстүңдә күчүмни аян қилип, намимни пүтүн йәр-зиминға тарқитиштур». 18Демәк, Худа халиғиниға рәһим қилиду, халиғинини җаһиллаштуриду.
Худаниң ғәзиви вә рәһими
19Бундақ болғанда, бәлким араңлардин бәзиләр маңа: «Һәммә ишни Худа бәлгүләйдиған турса һәм биз Униң ирадисигә қарши чиқалмайдиған турсақ, Худа немә үчүн йәнә бизни әйипләйду?» дейиши мүмкин. 20Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллишидиған сән кимсән? Бир сапал қача өзини ясиған хумданчиға: «Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» дәләләмду? 21Хумданчиниң бир калләк лайдин алаһидә ишлитилидиған яки адәттә ишлитилидиған қача ясаш һоқуқи йоқму? 22Худада әйнә шундақ һоқуқ йоқму?! Худа гуна қилғанларға әсли Өз ғәзивини вә күч-қудритини көрсәтмәкчи болған еди. Лекин У бу һалакәт гирдавиға берип қалғанларға ғәзивини көрсәтмәй, бәлки сәвирчанлиқ билән уларға кәңчилик қилди. 23Худаниң мәхсити Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани болған бизләргә Өзиниң йүксәк улуқлуғини көрситиш үчүндур. Чүнки биз бу улуқлуққа еришишкә алдин-ала талланған. 24Биз Худа тәрипидин чақирилғанлар болуп, йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки йәһудий әмәсләр арисидинму чақирилғанмиз. 25Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк:
«Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим,
Әсли сөйгәнлирим һесапланмиғанларни сөйгәнлирим дәймән».
Һошия пәйғәмбәр йәнә ейтқанки:
26«Бурун Худа уларни: ‹ Силәр Мениң хәлқим һесапланмайсиләр ›, дегән болсиму,
Лекин кәлгүсидә Худа уларға: ‹ Мәңгү һаят Худаниң пәрзәнтлири ›, дәп нам бериду».
27Йәшая пәйғәмбәрму исраиллар тоғрисида мундақ җакалиған еди:
«Исраилларниң сани деңиз әтрапидики қумдәк көп болсиму, лекин уларниң наһайити аз бир қисми қутқузулиду.
28Чүнки Пәрвәрдигар бу дуния үстидин чиқарған һөкүмләрни тәл-төкүз вә тез иҗра қилиду».
29Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк:
«Әгәр һәммигә қадир Пәрвәрдигар бизниң нәслимизни сақлап қалмиған болса,
Бизму Худа от яғдуруп йоқ қиливәткән Содом вә Гомора шәһиридикиләрдәк болаттуқ».
Исраилларниң ишәнмәслиги
30Ундақта, буни мундақ жиғинчақлаймиз: һәққанийлиқни издимигән йәһудий әмәсләр Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди, улар Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ буниңға еришти. 31Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққанийлиқни издигән исраиллар, йәни йәһудийлар болса, униңға еришәлмиди. 32Бу немә үчүн? Чүнки улар ишәнчкә әмәс, бәлки яхши әмәллиригә тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришти. Буниң билән улар Ташқа, йәни Әйса Мәсиһкә путлишип жиқилип чүшти. 33Бу худди Худа Муқәддәс Язмиларда ейтқандәк:
«Хәлиқ путлишидиған,
Хәлиқни жиқитидиған,
Бир Таш Сионға #9:33 қойдум.
Бирақ Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 9: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti