Римлиқларға йезилған хәт 8
8
Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаш
1Жиғинчақлап ейтсақ, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар әнди җазаға мәһкүм қилинмайду. 2Чүнки һаятлиқ елип келидиған Муқәддәс Роһниң күч-қудрити бизни өлүмгә мәһкүм қилидиған гунаниң күчидин Әйса Мәсиһ арқилиқ халас қилди. 3Гунакар тәбиитимиз түпәйлидин Тәврат қануни бизни гунаниң қуллуғидин азат қилалмиди. Бирақ Худа Өз Оғлини биз гунакар инсанларниң тенидәк тән билән йәр йүзигә әвәтип, Униң гунасиз тенидә гуналиримизниң җазасини тартиши билән бизни башқуруватқан гунаниң күчини бекар қилди. 4Буниң билән гунакар тәбиитимизгә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһқа бойсунидиған бизләр арқилиқ Тәврат қануниниң адил тәләплири әмәлгә ашурулиду. 5Гунакар тәбиитигә бойсунидиғанлар шу тәбиитигә хас арзу-һәвәсләрни ойлайду. Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, Муқәддәс Роһқа хас ишларни ойлайду. 6Биз адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, бу у адәмгә мәңгүлүк өлүм елип келиду. Амма у адәмниң ой-пикирлирини Муқәддәс Роһ башқурса, бу униңға һаятлиқ вә аманлиқ елип келиду. 7Бир адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, у адәм Худа билән дүшмәнләшкән болиду. Чүнки у Худаниң қануниға бойсунмайду һәм бойсуналмайду. 8Гунакар тәбиити тәрипидин башқурулидиғанлар Худани хурсән қилалмайду.
9Бирақ силәргә кәлсәк, Худаниң Роһи һәқиқәтән қәлбиңларда яшиғанлиқтин, гунакар тәбиитиңларниң башқурушида әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң башқурушида туруватисиләр. Қәлбидә Муқәддәс Роһ, йәни Әйса Мәсиһниң Роһи болмиған адәм Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәстур. 10Тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, амма қәлбиңларда Әйса Мәсиһ болғанлиғи үчүн, силәр Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакалинип, роһуңлар һаят болди. 11Худаниң Роһи Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрди. Бу Роһ силәрниң қәлбиңларда яшайду. Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худа қәлбиңлардики Өз Роһи арқилиқ силәрниң чирип кетидиған тениңларға һаятлиқ ата қилиду.
12Шуниң үчүн, қериндашлирим, гунакар тәбиитимизгә бойсунуп яшашқа әмәс, Муқәддәс Роһқа бойсунушқа қәриздармиз. 13Чүнки гунакар тәбиитиңларға бойсунуп яшисаңлар, мәңгүлүк һалак болисиләр. Лекин Муқәддәс Роһқа тайинип, гунакар тәбиитиңлар арзу қилған гунадин қол үзсәңлар, мәңгүлүк һаятлиққа еришисиләр. 14Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиғанларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур. 15Әнди силәр қобул қилған Муқәддәс Роһ силәрни қул қилип, қул ғоҗайинидин қорққандәк қорқунучқа салмайду. Әксичә силәр бу Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң әтиварлап беқивалған пәрзәнтлири болуп, Худани «Әй сөйүмлүк Ата!» дәп чақиралайдиған болдуңлар. 16Бу Муқәддәс Роһ қәлб роһумиз билән биллә бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизгә гувалиқ бериду. 17Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.
Кәлгүсидә шан-шәрәпкә еришиш
18Мениңчә һазир биз тартиватқан азап-оқубәтләрни кәлгүсидә биздә аян болидиған шан-шәрәпкә селиштурғанда һеч нәрсигә әрзимәйду. 19Яритилған пүткүл мәвҗудат Худаниң Өз пәрзәнтлирини аян қилишини интизарлиқ билән күтмәктә. 20-21Чүнки пүткүл мәвҗудат өзи һәққидики көзлигән мәхситигә еришәлмигән еди. Бу мәвҗудатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни яратқан Худаниң ирадиси билән болған. Шундақ болсиму яритилған пүткүл мәвҗудатта чирип түгәштин қутулуп, Худа пәрзәнтлиригә беридиған шәрәплик әркинликтин һөзүрлиниш үмүти бар еди. 22Та һазирғичә пүткүл мәвҗудатларниң худди толғақ азави тартиватқан аялдәк аһ уруватқанлиғини билимиз. 23Пәқәт пүткүл мәвҗудатла әмәс, һәтта Муқәддәс Роһниң қәлбимизгә селиниши билән Худаниң кәлгүсидә беридиған шан-шәривини тетип баққан бизләрму дилимизда аһ урмақтимиз. Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимиз аян қилиниши билән биз йеңи тәнгә еришишни күтмәктимиз. 24Қутқузулғандин бери биздә мошундақ үмүт болуп кәлмәктә. Үмүт әмәлиятқа айланғанда, у үмүт болуштин қалиду. Кимму әмәлиятқа айланғанни қайта үмүт қилсун? 25Бирақ биз техи әмәлиятқа айланмиғанға үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтимиз.
26Униң үстигә Муқәддәс Роһ бизниң аҗизлиғимизни билип, бизгә ярдәм қилиду. Биз қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Муқәддәс Роһниң Өзи сөз билән ипадилигүсиз аһ уруш арқилиқ биз үчүн Худаға мураҗиәт қилиду. 27Инсанларниң қәлбини күзитип туридиған Худа Муқәддәс Роһниң немә дәватқанлиғини чүшиниду. Чүнки Муқәддәс Роһ Худаниң ирадиси бойичә, Худаниң муқәддәс хәлқи үчүн мураҗиәт қилиду. 28Худаниң Өзини сөйидиғанларниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслаштуруп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз. 29Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу кишиләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң арисида тунҗа Оғли қилиш еди. 30Худа алдин-ала бәлгүлигән бу кишиләрни чақирди вә Өзи чақирған бу кишиләрни һәққаний адәм дәп җакалиди. Һәққаний адәм дәп җакаланған бу кишиләргә Худа чоқум шан-шәрәп ата қилиду.
Худаниң меһир-муһәббити
31Ундақта, биз буниңға немә дәймиз? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун? 32Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн қурван болушқа әвәткән Худа барлиғини бизгә ата қилмай қаламду? 33Кимму Худаниң таллиған бәндилири үстидин шикайәт қилалисун? Һеч ким! Чүнки биз Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған. 34Ким бизни гунаға мәһкүм қилалайду? Һеч ким! Чүнки Әйса Мәсиһ биз гунакарлар үчүн өлди. Униң үстигә, У тирилдүрүлүп, Худаниң оң йенида һоқуқ тутуп, биз үчүн мураҗиәт қилмақта. 35Һеч ким бизни Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду! Һәр қандақ қийин әһвал, җапа-мәшәқәт, зиян-зәхмәт, ач-ялиңачлиқ вә хейим-хәтәр, һәтта қиличму бизни Униңдин айриветәлмәйду! 36Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:
«Сени дәп күн бойи өлүм гирдавида туруватимиз.
Союлидиған қойлар орнида қариливатимиз».
37Лекин бизни сөйидиған Худаниң күчи билән буларниң һәммиси үстидин пүтүнләй ғалибә қилимиз. 38Шуниңға қәтъий ишинимәнки, өлүм яки һаятлиқ болсун, периштәләр яки җин-шәйтанлар болсун, һазирқи яки кәлгүсидики һәр қандақ ишлар болсун, яки роһлар дуниясидики һәр қандақ күчләр болсун, 39яки пүткүл каинатта яритилған башқа һәр қандақ бир шәйи болсун, мәйли биз егиз асманда яки чоңқур һаңниң тегидә болайли, бизни Худаниң Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ата қилған меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду.
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 8: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti