YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 15

15
Өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимайли
1Ишәнчимиз күчлүк болған бизләр һәр қандақ иш қилғанда, өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимастин, ишәнчи аҗиз қериндашлиримизғиму көңүл бөлүшимиз керәк. 2Һәр биримиз қериндашлиримизниң ишәнчиниң мустәһкәмлиниши үчүн уларниң мәнпийитини нәзәрдә тутуп, уларни хурсән қилишимиз керәк. 3Әйса Мәсиһму Өзини әмәс, Худа Атисини хурсән қилишни ойлиди. Бу тоғрисида Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Әй Худа, Сән һақарәт қилинған чағларда, Өзәм һақарәт қилинғандәк болдум». 4Муқәддәс Язмилардики сөзләрниң һәммиси бизгә тәлим болсун дәп бурунла йезип қалдурулған. Худаниң вәдисигә еришкәнгә қәдәр у сөзләр бизни илһамландуриду вә сәвир-тақәтлик қилиду. 5Сәвир-тақәт вә илһам ата қилидиған Худа силәрниң Әйса Мәсиһни үлгә қилип, өз ара инақ яшишиңлар үчүн ярдәм қилғай. 6Буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир нийәт, бир мәхсәттә вә бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
Бир-бириңларни қобул қилиңлар
7Шуңа Әйса Мәсиһ силәрни қобул қилғинидәк, силәрму бир-бириң­ларни қобул қилиңлар. Шундақ болғанда, Худаға шан-шәрәп елип келисиләр. 8Силәргә шуни ейтмақчимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң Өз вәдисидә, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға қилған вәдисидә туридиғанлиғини көрситиш үчүн, йәһудийларниң хизмәткари болди. 9У йәһудий әмәсләрниңму Худаниң меһриванлиғини көрүп, Худани мәдһийилиши үчүн шундақ қилди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Шуңа Сени башқа милләтләр арисида мәдһийиләймән вә намиңни күйләймән», дегинидәк болди. 10Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә: «Әй башқа милләтләр, Худаниң таллиған хәлқи билән биллә шат-хорам болуңлар!» дейилгән болса, 11йәнә бир йеридә: «Әй башқа милләтләр, Рәббимизни мәдһийиләңлар, әй пүткүл хәлиқләр, Уни улуқлаңлар!» дейилгән. 12Йәшая пәйғәмбәрму Муқәддәс Язмиларда мундақ дегән:
«Йишайниң #15:12 Йишай — Давут падишаниң атиси. әвладидин Бири чиқип,
Башқа милләтләргә һакимлиқ қилиду.
Йәһудий әмәсләр Униңға үмүт бағлайду».
13Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.
Павлусниң өз хизмити тоғрисида сөзлигәнлири
14Қериндашлар, мән силәрниң көңлүңларниң яхшилиққа толғанли­ғиға вә өзәңларға керәклик билимгә толуқ егә болуп, бир-бириңларға несиһәт берәләйдиғанлиғиңларға қайилмән. 15Шундақ болсиму, бәзи ишларни силәрниң ядиңларға селиш үчүн, бу хетимни җүръәтлик һалда очуқ яздим. Мән Худа маңа ата қилған меһир-шәпқәт арқилиқ 16Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүш хизмитидә йәһудий әмәсләр үчүн худди роһанийдәк Әйса Мәсиһниң хизмәткари болдум. Буниңдики мәхсәт, йәһудий әмәсләрниң Муқәддәс Роһ арқилиқ паклинип, худди Худани хурсән қилидиған қурванлиқтәк Худа тәрипидин қобул қилиниши үчүндур.
17Шуңа Әйса Мәсиһкә тайинип, Худа үчүн қилған хизмитимдин пәхирлинимән. 18-19Йәһудий әмәсләрниң Худаға бойсунуши үчүн, Әйса Мәсиһниң мән арқилиқ қилған ишлиридин башқа һеч нәрсә тоғрилиқ махтинишқа җүръәт қилалмаймән. Йәһудий әмәсләр мениң ейтқан сөзлирим, қилған ишлирим вә көрсәткән мөҗүзилирим арқилиқ Муқәддәс Роһниң күч-қудритини көрүп, Хуш Хәвәрни қобул қилди. Мән Йерусалимдин башлап Иллирийә өлкисигичә болған һәммә йәрдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни тарқаттим.
20Башқа кишиләр салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, Әйса Мәсиһниң нами әзәлдин аңланмиған йәрләрдә бу Хуш Хәвәрни тарқитишқа тиришип кәлдим. 21Бу тоғрисида Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худадин хәвәрсизләр Уни тонуйду, аңлимиғанлар аңлап чүшиниду».
Павлусниң Римға бериш плани
22Йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин мана шу хизмәтлирим сәвәвидин баралмидим. 23-24Һазир бу йәрләрдә хәвәр йәткүзүш хизмитини орунлап болдум. Униң үстигә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм бар еди. Шуңа мән Испанияға кетиватқинимда, йол үстидә силәргә йолуққач, бир мәзгил силәр билән биллә турмақчимән. Андин силәрниң ярдәм қилип, йолға селип қоюшуңларни үмүт қилимән. 25Бирақ һазир Йерусалимға берип, у йәрдики мәсиһийләргә һәдийәни тапшуруп беришимгә тоғра келиватиду. 26Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти. 27Улар бу ишни өз ихтияри билән қилди. Әмәлиятта бу уларниңму қәрзи еди. Чүнки йәһудий әмәсләр йәһудийларға хас болған роһий җәһәттики бәхиттин һөзүрләнгән екән, ундақта йәһудий қериндашлиримизму уларниң маддий җәһәттики ярдимигә еришишкә лайиқтур. 28Мән бу сәдиқини уларға теч-аман тапшуруп болғандин кейин, силәргә йолуқуп, андин Испанияға баримән. 29Маңа мәлумки, йениңларға барғинимда, Әйса Мәсиһ мән арқилиқ силәргә мол бәхит ата қилиду.
30Қериндашлар, силәрниң хизмитимни қоллаш йүзисидин мән үчүн Худаға дуа қилишиңларни өтүнимән. Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз вә Муқәддәс Роһ ата қилған меһир-муһәб­бәткә егә болғанлиғимиз үчүн, шундақ қилғайсиләр. 31Мениң Йәһудийә өлкиси­дики Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрниң зиянкәшли­гигә учримаслиғим вә мән алғач баридиған бу сәдиқини Йерусалим­дики мәсиһийләрниң қобул қилиши үчүн дуа қилғайсиләр. 32Шундақ қилсаңлар, Худа буйриса, шат-хорамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән биллә арам алалаймән. 33Аманлиқ бәргүчи Худа һәммиң­лар билән биллә болғай, амин!

Highlight

Copy

Compare

Share

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in