1
Римлиқларға йезилған хәт 15:13
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.
Compare
Explore Римлиқларға йезилған хәт 15:13
2
Римлиқларға йезилған хәт 15:4
Муқәддәс Язмилардики сөзләрниң һәммиси бизгә тәлим болсун дәп бурунла йезип қалдурулған. Худаниң вәдисигә еришкәнгә қәдәр у сөзләр бизни илһамландуриду вә сәвир-тақәтлик қилиду.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 15:4
3
Римлиқларға йезилған хәт 15:5-6
Сәвир-тақәт вә илһам ата қилидиған Худа силәрниң Әйса Мәсиһни үлгә қилип, өз ара инақ яшишиңлар үчүн ярдәм қилғай. Буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир нийәт, бир мәхсәттә вә бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 15:5-6
4
Римлиқларға йезилған хәт 15:7
Шуңа Әйса Мәсиһ силәрни қобул қилғинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар. Шундақ болғанда, Худаға шан-шәрәп елип келисиләр.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 15:7
5
Римлиқларға йезилған хәт 15:2
Һәр биримиз қериндашлиримизниң ишәнчиниң мустәһкәмлиниши үчүн уларниң мәнпийитини нәзәрдә тутуп, уларни хурсән қилишимиз керәк.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 15:2