YouVersion Logo
Search Icon

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27

27
Павлусниң Рим шәһиригә қилған деңиз сәпири
1Бизниң су йоли билән Италияниң Рим шәһиригә беришимиз қарар қилинғандин кейин, римлиқ әмәлдарлар Павлус билән башқа мәһбусларни падиша һәрбий қошундики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшуруп бәрди. 2Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди. 3Әтиси Сидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, еһтияҗлирини һәл қилиши үчүн, униң шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға беришиға рухсәт қилди. 4Биз у йәрдин йәнә йолға чиқтуқ. Қарши тәрипимиздин шамал чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ. 5Киликийә вә Памфи­лийә өлкилириниң деңиз тәвәлигидин өтүп, Ликия өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ. 6Биз у йәрдә кемидин чүштуқ. Юлиюс Искәндәрийә шәһиридин Италиягә баридиған кемини тепип, бизни елип униңға чүшти.
7Деңиздики сәпиримиз наһайити аста болди. Бир нәччә күндин кейин наһайити тәсликтә Кинидос шәһириниң бойиға кәлдуқ. Шамалға қарши маңғанлиғимиз үчүн, бурунқи йөнилишимиз бойичә илгириләлмидуқ. Шуңа Крит арилиниң шамалға далда тәрипи билән меңип Салмоний йерим арилидин өтүп, 8деңиз қирғиғини бойлап, наһайити тәсликтә илгирилидуқ, Ласея шәһиригә йеқин болған «Арамгаһ» #27:8 Арамгаһ — теч, хатирҗәм қирғақ. дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
9Сәпиримиз хелә вақит кәйнигә созулуп, күз пәсли болуп қалған еди. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә:
10— Қериндашлар, мениңчә бу йәрдин сәпәрни давамлаштуруш наһайити хәтәрлик. Мал вә кемә зиянға учрапла қалмай, һаятимизни сақлап қелишму тәс! — дәп агаһландурди.
11Бирақ йүз беши Юлиюс болса кемә ғоҗайини билән кемә башли­ғиниң сөзигә ишинип, Павлусниң сөзигә ишәнмиди. 12Униң үстигә бу йәрму қишлап қелишқа мувапиқ җай әмәс еди. Шуңа көпчилик сәпәрни давамлаштуруп, мүмкин қәдәр Феникс шәһиригә йетивелип шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Чүнки Крит арилидики бу яхши порт шәһиригә пәқәт шәрқий-җәнуп вә шәрқий-шимал шамили тегидиған болуп, у шәһәр қишлашқа наһайити мувапиқ җай еди.
Деңиздики боран-чапқун
13Җәнуптин йеник шамал чиқип туратти, көпчилик әсли план бойи­чә маңсақ болиду, дәп деңиздин ләңгәрни #27:13 Ләңгәр — кемини бир җайда тохтитип туруш үчүн, зәнҗиргә бәкитип су астиға ташлинидиған еғир төмүр. чиқирип, кемини һайдап йолға чиқти вә Крит арилини бойлап маңди. 14Узун өтмәй аралдин қаттиқ шәрқий шимал борини чиқип кәлди. 15Кемә боранниң һуҗумиға учриғанлиқтин, алға илгириләшкә амалсиз қалдуқ. Шуниң билән кемини боранниң һайдап меңишиға қоюп бәрдуқ. 16Кавда дегән бир кичик аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелиш арқилиқ, уни наһайити тәстә сақлап қалалидуқ. 17Кемичиләр кемә парчилинип кәтмисун дәп, кемини ағамча билән сиртидин орап бағлавалди. Кеминиң Ливийә дөлитигә йеқин йәрдә деңиз астидики қум догисиға петип қелишидин әнсирәп, йәлкәнләрни чүширип, кемини меңишиға қоюп бәрди. 18Шиддәтлик боран тохти­миған еди. Әтиси улар кемини йениклитиш үчүн мални деңизға ташлашқа башлиди. 19Униң әтиси кемидики қурал-сайманларниму деңизға ташлавәтти. 20Биз бир қанчә күнләргичә күн вә юлтузларниму көрәлмидуқ. Боран-чапқун йәнила шиддәтлик давамлишивәрди. Ахир қутулуп қелиш үмүтүмиздинму ваз кәчтуқ.
21Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә хелә күнләр болған еди. Павлус уларниң алдида туруп:
— Қериндашлар, силәр балдурла мениң «Криттин йолға чиқмайли», дегән сөзүмни аңлиған болсаңлар, бу зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттуқ. 22Лекин әнди силәрниң ғәйрәтлик болушуңларни өтүнимән. Кемә ғәриқ болған тәғдирдиму, һеч қайсиңларниң һаяти зиянға учримайду. 23Чүнки мениң Егәм болған вә мән хизмәт қилип кәлгән Худа түнүгүн кечә бир периштәсини йенимға әвәтти, 24периштә маңа: «Павлус, қорқма! Сән Худаға гувалиқ беришиң үчүн, Рим императориниң алдиға беришиң керәк. Меһриван Худа дуайиңни қобул қилип, сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисини қутқузиду!» деди. 25Шуниң үчүн һәммиңлар ғәйрәтлик болуңлар, ишинимәнки, Худа маңа қилған сөзлирини җәзмән әмәлгә ашуриду. 26Бирақ биз қирғаққа урулуп кетиштин сақлиналмаймиз.
27Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси кемимиз техичә Адриа­тик деңизида ләйләп жүрәтти. Йерим кечидә кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қалдуқ дәп қарап, 28деңизға ағамча ташлап, суниң чоңқур­луғини өлчәп көргән еди, қириқ метр чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчиведи, оттуз метр чиқти. 29Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кемини тохтитиш үчүн кеминиң кәйнидин төрт ләңгәр ташлап, таң етишини интизарлиқ билән күтүп турди. 30Кемидин қачмақчи болған кемичиләр кеминиң бешидинму ләңгәр ташлаймиз, дәп банә тепип, қолвақни деңизға чүшәрди. 31Лекин Павлус йүз беши Юлиюс вә ләшкәрләргә:
— Бу кемичиләр кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.
32Шуниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң ағамчисини кесип, уни деңизға ташлавәтти. 33Таң етишқа аз қалғанда, Павлус көпчи­ликни бир аз ғизалинивелишқа чақирди. У:
— Силәрниң ғәм-қайғу ичидә ач жүргиниңларға он төрт күн болди. 34Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилиш керәк. Һеч қайсиңларниң бир тал чечиму зиянға учримайду! — деди.
35Павлус бу сөзни қилип болуп, қолиға бир парчә нанни елип, көпчи­ликниң алдида Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп йеди. 36Буни көргән һәммиси ғәйрәтлинип, ғизалинишқа башлиди. 37Кемидә биз җәми икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ. 38Һәммиси қосақ­ли­рини тойдурғандин кейин, кемичиләр кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташлавәтти.
Кеминиң ғәриқ болуши
39Таң атқанда кемичиләр қуруқлуқни көрди. Улар у йәрниң нәлигини ениқ биләлмигән болсиму, бирақ униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә қуруқлуққа чиқар­мақчи болди. 40Улар алди билән ләңгәрләрниң ағамчисини кесип, ләңгәрләрни деңизға ташлавәтти. Шуниң билән бир вақитта кемини йәнә һайдаш үчүн, кеминиң йөнилишини башқуридиған икки тахтай­ниң ағамчисини бошитип, тахтайларни деңизға чүширивәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни чиқирип, шамалниң ярдими билән кемини қирғаққа йеқинлатти. 41Лекин кемә қирғаққа йәткичә, деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди. Кеминиң беши қумға петип, қозғилалмай қалди, кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәр­биси билән чугулуп кетишкә башлиди.
42Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишидин сақли­ниш үчүн һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди. 43Лекин Павлусни қутқу­зушни халиған йүз беши ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән суда үзүшни билидиғанларниң суға сәкрәп қирғақ­қа чиқишини, 44андин қалғанларниң кеминиң чугулуп кәткән тахтай­лириға вә бәзилириниң яғачларға есиливелип, қирғаққа чиқи­шини буйриди. Шундақ қилип, һәммиси қуруқлуққа сақ-саламәт чиқивалди.

Highlight

Share

Compare

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Videos for Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27