YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 4

4
Ибраһим тоғрисида мисал
1Ундақта, биз йәһудий әвлатлири атимиз Ибраһимниң һәққаний адәм дәп җакаланғанлиғидин немиләрни биливелишимиз керәк? 2Әгәр Ибраһим яхши әмәллири арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалан­ған болса, униң махтинишқа һәққи болатти. Лекин Худаниң алдида униң махтинишқа һәққи йоқ. 3Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейи­лгән: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишән­чини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди». 4Әмгәк қилғучиниң алғини соға әмәс, бәлки өзиниң еришишкә тегишлик һәққи болуп һесаплиниду. 5Лекин бир адәм Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җака­ланған болса, бу униң яхши әмәллиридин әмәс, бәлки униң ишән­чидин болған. Чүнки бу адәм гунакарларни һәққаний адәм дәп җака­лиғ­учи Худаға ишиниду. 6Давут падишаму Худа бир адәмдә яхши әмәлләрниң бар-йоқлуғиға қаримастин уни һәққаний адәм, дәп һесап­лиса, у адәмниң нәқәдәр бәхитлик болидиғанлиғи тоғрисида Муқәддәс Язмиларда мундақ дегән:
7«Қилмишлири кәчүрүм қилинған,
Гуналири әпу қилинғанлар нәқәдәр бәхитлик!
8Пәрвәрдигар уларниң гуналирини һесаплимиса,
Улар нәқәдәр бәхитлик!»
9Буниңдин қариғанда, бу бәхит ялғуз хәтнә қилинғанлар, йәни йәһудий­ларғила мәнсүпму? Яқ, ундақ әмәс. У хәтнә қилинмиған, йәни йәһудий әмәсләргиму мәнсүптур. Чүнки биз ейтқандәк: «Худа Ибраһимниң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди». 10Бу иш қачан болған? Худа Ибраһимни һәққаний адәм дәп һесапли­ған чағда Ибраһим хәтнә қилинғанму яки қилинмиғанму? Бу ишлар Ибраһим техи хәтнә қилинмиған вақитта болған еди. 11Униң хәтнә қилиниши кейин болди. Бу униң Худа тәрипидин аллиқачан қобул қилинғанлиғини көрситиду. Ибраһимниң бурунла ишәнчи бар болуп, хәтнә пәқәт униң һәққаний адәм дәп һесапланғанлиғиниң бәлгүси болди. Буниң билән Ибраһим хәтнә қилинмиған, лекин Худаға ишинип һәққаний адәм дәп җакаланған йәһудий әмәсләрниң атиси болди. 12Әгәр хәтнә қилинғанлар, йәни йәһудийлар өзлириниң хәтнә қилинғанлиғиға таянмай, әҗдадимиз Ибраһимға охшаш, униң хәтнә қилинмиған вақтидики ишәнчи бойичә яшиса, Ибраһим улар­ниң­му атиси болиду.
13Худа Ибраһим вә униң әвлатлириға уларниң бу дунияға варислиқ қилидиғанлиғиға вәдә бәргән еди. Бу уларниң Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғидин әмәс, бәлки уларниң Худаға ишинип, һәққаний адәм дәп җакаланғанлиғидин болған. 14Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ Худаниң вәдилиригә еришкили болсиди, у чағда ишәнчниң һеч қандақ қиммити қалмиған, Худаниң вәдисиниңму әһмийити болмиған болатти. 15Тәврат қануни бу қанунниң әмир-пәрманлириға әмәл қилмиғанларға Худаниң ғәзивини елип келиду. Қанун болмиса, қанунға хилаплиқ қилишму болмайду.
16Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур. 17Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худа Ибраһимға: «Сени нурғун милләт­ләрниң атиси қилдим», дәп ейтқинидәк. Худаниң нәзәридә Ибраһим һәммимизниң атисидур. Чүнки Ибраһим өлгәнләрни тирилдүридиған, мәвҗудатни йоқлуқтин барлиққа кәлтүридиған Худаға ишәнч бағлиди. 18Ата болуш мүмкинчилиги йоқ әһвалдиму, Ибраһим йәнила үмүтини үзмәй, Худаға давамлиқ ишәнч бағлиди. Нәтиҗидә у нурғун милләтләрниң атиси болди. Бу тоғрисида Худа униңға мундақ дегән: «Сениң әвладиң юлтузлардәк сан-санақсиз болиду». 19Ибраһим өзиниң йүз яшқа йеқин­лап, пәрзәнт тепиш қабилийитидин қалғанлиғини, шундақла аяли Сарәниңму пәрзәнт көрүш қабилийитидин қалғанлиғини билгән болсиму, лекин у йәнила Худаға болған ишәнчини аҗизлаштурмиди. 20У Худаниң вәдисидин гуманланмиди. Әксичә униң ишәнчи техиму күчийип, Худани улуқлиди. 21У Худаниң Өз вәдисини әмәлгә ашуруш қудритигә егә екәнлигигә пүтүнләй ишәнди. 22Шуңа Муқәддәс Язми­лар­да: «Худа уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди», дәп йезилған. 23-24Бу айәт ялғуз Ибраһим үчүнла әмәс, бәлки һәққаний адәм дәп һесаплинидиған бизләр, йәни Рәббимиз Әйсани тирилдүргән Худаға ишинидиған бизләр үчүнму йезилған. 25Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүлүши үчүн қурванлиқ сүпитидә өлүмгә тапшурулуп, бизниң һәққаний адәм дәп җакалинишимиз үчүн тирилдүрүлди.

Highlight

Copy

Compare

Share

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in