Римлиқларға йезилған хәт 11
11
Худа Өз хәлқини унтумайду
1Ундақта, шуни соримақчимән: Худа Өз хәлқи исраиллардин ваз кәчтиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, йәни Бинямин қәбилисидин болған бир исраилғу! 2Худа әзәлдинла таллиған Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс Язмиларниң Илияс пәйғәмбәр һәққидики қисмида немә дейилгәнлиги силәргә аян. Илияс пәйғәмбәр исраиллардин рәнҗип, Худаға ялвуруп: 3«Әй Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурванлиқ супилириңни чеқишти. Пәқәт өзәм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимға замин болмақчи болушуватиду», дегән. 4Худа униңға қандақ җавап қайтурған? Худа униңға: «Баалға #11:4 ибадәт қилмиған сәндин башқа йәнә йәттә миң адәмни Өзәмгә елип қалдим», дегән. 5Худди шуниңдәк, бүгүнки күндә Худа Өз меһир-шәпқити билән таллиған исраиллардинму аз бир қисми йәнила бар. 6Буларниң таллиниши өзлири қилған яхши әмәллири билән әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқити билән болған. Ундақ болмиғанда, бу меһир-шәпқәтни меһир-шәпқәт дегили болматти.
7Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә, йәни қутқузулушқа еришәлмиди, пәқәт талланғанларниң аз бир қисмила униңға еришти. Қалғанлар болса, қәлблири җаһиллаштурулуп, Худаниң чақириғиға қулақ салмиди. 8Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:
«Худа уларниң қәлбини ғәпләттә қалдурди,
Бүгүнгичә көзлирини көрмәс,
Қулақлирини аңлимас қилди».
9Худди шуниңдәк, Давут падишаму өз дүшмәнлири тоғрисида мундақ дегән:
«Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә тор болсун,
Улар путлишип жиқилсун, җазалансун!
10Көзлири қараңғулишип көрәлмисун,
Бәллири пүкүлүп, мәңгү русланмисун!»
11Ундақта, шуни сорайки: исраиллар путлишип шу жиқилғиничә пүтүнләй гумран болдиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Лекин исраиллар бойсунмиғанлиқтин, Худа йәһудий әмәсләрни ниҗатлиққа ериштүрди. Буниңдики мәхсәт, исраилларниң уларға болған көрәлмәслигини қозғаштур. 12Демәк, исраилларниң гунайи, йәни уларниң Әйса Мәсиһни рәт қилғанлиғи йәһудий әмәсләргә бәхит елип кәлгән екән, ундақта Худа таллиған барлиқ исраиллар қутқузулушқа еришкәндә, дунияға техиму чоң бәхит елип кәлмәмду?
Йәһудий әмәсләр махтанмаслиғи керәк
13Әнди йәһудий әмәс болған силәргә шуни ейтайки, силәргә әлчи болғанлиғим үчүн, бу вәзипәмни улуқ һесаплаймән. 14Буниң билән бәлким Хуш Хәвәрни рәт қилған җан-җигәрлирим исраилларниң көрәлмәслик отлирини қозғап, уларниң бәзилирини қутқузулуш йолиға башлалармән. 15Чүнки уларниң рәт қилиниши арқилиқ дуниядики башқа милләтләр Худа билән яраштурулған болса, ундақта уларниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Худа тәрипидин қобул қилиниши өлүмдин тирилгәнлик болмай немә? 16Әгәр дәсләпки һосулдин пиширилип Худаға сунулған нан муқәддәс болса, у нандин қалған хемирму муқәддәстур. Шуниңдәк, әгәр бир дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәстур. #11:16 Исраилларниң ата-бовилири Худаға тәвә болғинидәк, уларниң әвлатлириму Худаға тәвә болиду. Демәк, Худа сөзидә туруп, уларни қайтидин қобул қилиду.
17Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр.
18Шундақ екән, силәр сундуруветилгән әшу шахлар алдида махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, шуни унтумаңларки, силәр йилтизни әмәс, бәлки йилтиз силәрни беқиватиду. 19Силәр: «Мениң улинишим үчүн, бу шахлар сундуруветилди», дейишиңлар мүмкин. 20Тоғра, бу шахлар, йәни йәһудийлар Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнликтин сундурулди. Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңлар билән уландиңлар, шуңа силәр мәғрурланмаңлар, әксичә Худадин қорқуңлар! 21Чүнки ишәнмисәңлар дәрәқниң әслидики шахлирини, йәни йәһудийларни айимиған Худа силәрниму айимайду. 22Буниңдин Худаниң меһриванлиғи, шундақла Униң қаттиқ қол екәнлигини көрүвалғили болиду. У Өз йолидин чәтнигәнләргә қаттиқ қолдур. Лекин силәр давамлиқ Униң меһриванлиғида турсаңлар, У силәргә меһривандур. Ундақ болмиғанда, силәрму кесип ташлинисиләр. 23Йәһудийлар ишәнмәслигидин ваз кечип, Әйса Мәсиһкә ишәнсә, уларму әслидики дәрәққә улиниду, чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур. 24Йәһудий әмәс силәр явайи Зәйтун дәриғидин кесип елинип, қанунийәткә хилап һалда алаһидә пәрвиш қилип өстүрүлгән Зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики шахларниң өз дәриғигә улиниши техиму асан әмәсму?
Худаниң меһриванлиғи пүткүл инсанлар үчүндур
25Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақлинишиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду. 26Кейин пүтүн исраиллар қутқузулиду. Бу тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән:
«Қутқазғучи Сиондин келип,
Яқупниң әвлатлириниң гунакарлиғини йоқитиветиду.
27Мана бу улар билән түзидиған келишимимдур,
У чағда уларниң гунайини елип ташлаветимән».
28Йәһудийлар Хуш Хәвәрни рәт қилғанлиғи үчүн, Худаға дүшмән болуп қалди. Бу йәһудий әмәс силәргә көп мәнпийәт йәткүзди. Лекин йәһудийлар Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларниң әҗдатлири билән келишим түзгәнликтин, йәнила уларни сөйиду. 29Чүнки Худа Өзи бәргән соғилирини вә чақириғини қайтурувалмайду. 30Йәһудий әмәс силәр бир чағларда Худаға бойсунматтиңлар. Лекин йәһудийлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, силәр һазир Худаниң рәһим-шәпқитигә ериштиңлар. 31Йәһудийлар болса, бойсунмай келиватиду. Лекин шундақ нәтиҗә болидуки, Худа силәргә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, йәһудийларғиму рәһим-шәпқәт көрситиду. 32Чүнки Худа рәһим-шәпқитини пүткүл инсанға көрситиш үчүн, һәммимизни, йәни йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни өзлириниң бойсунмаслиғиға қоювәтти.
Худаға мәдһийә
33Аһ! Худаниң әқил-парасити вә илим-һекмити немә дегән мол, немә дегән чоңқур һә! Униң һөкүмлирини кимму чүшинәлисун? Униң йоллирини кимму ойлап йетәлисун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:
34«Кимму Пәрвәрдигарниң ой-пикрини чүшәнсун?
Кимму Униң мәслиһәтчиси болалисун?
35Кимму Униңға бир нәрсә берип,
Уни қәриздар қилалисун?»
36Һеч ким! Чүнки Пәрвәрдигаримиз барлиқ мәвҗудатниң Яратқучисидур, барлиқ мәвҗудат У арқилиқ моҗут болуп туриду вә Униң үчүн моҗуттур. Барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт Униңға мәнсүп болғай, амин!
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 11: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: