Римлиқларға йезилған хәт 10
10
1Қериндашлар, мән җан-җигәрим исраилларниң қутқузулушини бәкму арзу қилимән һәм буни Худадин дайим тиләймән. 2Шуниңға гувалиқ беримәнки, уларда Худаға нисбәтән һәқиқәтәнму қизғинлиқ бар. Бирақ уларниң бу қизғинлиғи һәқиқий билимгә асасланмиған. 3Чүнки улар Худадин кәлгән һәққаний адәм дәп җакалиниш йолини билмәй, Тәврат қануниға әмәл қилиши билән өзлириниң һәққаний адәм дәп җакалинишиға тиришиду. Буниң билән улар Худадин кәлгән ушбу йолни қобул қилмайду. 4Һалбуки, Әйса Мәсиһ Тәврат қануниниң мәхситини әмәлгә ашурди. Нәтиҗидә Униңға ишәнгән һәммә адәм Худа алдида һәққаний адәм дәп җакалиниду.
5Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишқа нисбәтән Муса пәйғәмбәр мундақ язған: «Қанунға бойсунғанлар униң әмирлиригә толуқ әмәл қилиш билән һаятлиқ тапалайду». 6-7Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишқа нисбәтән Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Өз-өзәңлардин: ‹ Асманға ким чиқиду? › (йәни Әйса Мәсиһни елип чүшүш үчүн) яки болмиса ‹ Гөргә ким чүшиду? › (йәни Әйса Мәсиһни өлүкләр арисидин елип чиқиш үчүн) дәп сорап жүрмәңлар». 8Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур. 9Демәк, Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини өз ағзиң билән етирап қилсаң вә Худаниң Уни тирилдүргәнлигигә чин қәлбиңдин ишәнсәң, қутқузулисән. 10Чүнки инсан чин қәлбидин ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиниду, өз ағзи билән етирап қилиш арқилиқ қутқузулиду. 11Муқәддәс Язмиларда: «Униңға ишәнч қилғанла киши наүмүттә қалмайду», дейилгән. 12Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләрниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду. 13Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Рәббимизгә илтиҗа қилғанларниң һәммиси қутқузулиду». 14Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униңға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун? 15Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүлсун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләрниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!» 16Бирақ худди Йәшая пәйғәмбәрниң: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә кимму ишәнди?» дегинидәк, һәммә адәм Хуш Хәвәрни қобул қилған әмәс. 17Ишәнч Хуш Хәвәрни аңлаштин келиду; Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидидур.
18Лекин силәрдин шуни сораймәнки, исраиллар бу Хуш Хәвәрни аңлимиғандиму? Әлвәттә аңлиди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:
«Уларниң садаси пүткүл дунияға,
Сөзлири зиминниң булуң-пушқақлириға йәтти».
19Силәрдин йәнә шуни сораймәнки, исраиллар Хуш Хәвәрни чүшәнмигәндиму? Башқа хәлиқләр чүшәнгән йәрдә, улар чоқум чүшәнди. Чүнки Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ аллибурун мундақ ейтқан:
«Өз хәлқим болмиған бир хәлиқ арқилиқ
Силәр исраилларда көрәлмәслик қозғаймән.
Силәр әқилсиз дәп қарайдиған хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».
20Кейин Йәшая пәйғәмбәр техиму жүрәклик һалда Худаниң сөзлирини йәткүзүп, мундақ деди:
«Мени издимигәнләр Мени тапти,
Мени соримиғанларға Өзәмни көрсәттим».
21Лекин исраиллар һәққидә Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди:
«Мән бойсунмас вә җаһил бир хәлиққә
Күн бойи қоллиримни узитип турдум».
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 10: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: