Bible App logo
Search Icon

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 4

4
Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсил
1Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти. 2Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:
3— Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. 4Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. 5Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, 6лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту. 7Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту. 8Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Улар үнүп чиққандин кейин, өсүп чоң болуп, яхши һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз, бәзилири атмиш, йәнә бәзилири болса йүз һәссә һосул берипту.
9Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди:
— Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Тәмсилләрниң мәхсити
10Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти. 11Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду. 12Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди:
«Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду.
Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду.
Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти.
Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим».
Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
13Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр? 14Дехан чачқан уруқ Худаниң сөзидур. 15Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду. 16Тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшкән уруқлар мундақ кишиләргә тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилиду. 17Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, дәрһал Худа йолидин чәтнәп кетиду. 18Йәнә бәзи кишиләр болса тикәнликкә чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. 19Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. 20Йәнә бәзи кишиләр үнүмлүк топиға чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлап, қобул қилиду. Худаниң сөзи уларда оттуз, атмиш, һәтта йүз һәссә һосул бериду.
Дас астидики чирақ
21Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди:
— Ким чирақни йеқип, уни дас яки каривәт астиға йошуруп қойиду? У әлвәттә чирақни чирақдан үстигә қоймамду? 22Һәр қандақ мәхпий иш ашкариланмай қалмайду; йошурун тутулған һәр қандақ иш паш болмай қалмайду. 23Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
24Аңлиғанлириңларға зеһин қоюңлар! Силәр қанчилик көп зеһин қойсаңлар, силәргә шунчә көп чүшәнчә берилиду, һәтта йетип ашқи­дәкму берилиду. 25Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
Үнгән уруқ тоғрисидики тәмсил
26Кейин һәзрити Әйса мундақ деди:
— Худаниң Падишалиғи йәнә буниңға охшайду: Дехан топиға уруқ чачиду. 27У кечиси ухлайду, күндүзи туриду. Уруқ үнүп йетишиду. Лекин у дехан қандақсигә бундақ болғанлиғини билмәйду. 28Топа тәбиий һалда һосул бериду. Уруқ авал үниду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду. 29Дан пишип йетилгәндә, у дехан дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул жиғиш вақти кәлгән болиду.
Қича уруғи тоғрисидики тәмсил
30Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди:
— Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй? 31У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, 32терилгәндин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп #4:32 Бу йәрдә тилға елинған қича Оттура Шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду. шундақ шахлайдуки, қуш­ларму униң сайисидә угилайду.
33Һәзрити Әйса Худаниң сөзини буниңға охшаш нурғун тәмсилләр билән җамаәт чүшинәлигидәк қилип чүшәндүрәтти. 34Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
Һәзрити Әйсаниң боранни тохтитиши
35У күни кәчқурун һәзрити Әйса шагиртлириға:
— Көлниң у қетиға өтәйли, — деди. 36Шагиртлар халайиқтин айри­лип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди. 37Қаттиқ боран чиқип, долқунлар шундақ урдики, кемигә су тошай дәп қалған еди. 38Һәзрити Әйса кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Шагиртлар Уни ойғитип:
— Устаз, биз ғәриқ болуш алдида туруватсақ, кариңиз йоқму? — дейишти.
39Һәзрити Әйса орнидин туруп, боранға буйруқ қилди вә долқун­ларға: «Тохта! Тиничлан!» деди. Буниң билән боран тохтап, долқун пәсләп, җим-җит болуп қалди.
40Һәзрити Әйса шагиртлириға:
— Неманчә қорқисиләр! Техичә ишәнчиңлар йоқму? — деди.
41Улар болса қаттиқ қорқунуч ичидә бир-биригә:
— Бу Адәм зади Кимду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.

Highlight

Copy

Compare

Share

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in