Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 26
26
Һәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти
1Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин шагиртлириға:
— Силәргә мәлумки, 2икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
3Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти. 4Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти. 5Бирақ улар:
— Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши
6Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда, 7униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди. 8Шагиртлар буни көрүп хапа болушуп:
— Немишкә бундақ исрапчилиқ қилисиз? 9Бу әтир җиқ пулға яратти. У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишти.
10Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға:
— Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди. 11Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араңларда дайим болмаймән. 12Бу аял бу әтирни Мени дәпнә қилинишқа тәйяр қилиш үчүн бәдинимгә қуйди. 13Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди.
Йәһуданиң һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилиши
14Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип:
15— Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди. 16Йәһуда шуниңдин етиварән һәзрити Әйсани тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.
«Өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи
17«Петир нан» һейтиниң #26:17 «Петир нан» һейти йәттә күн болуп, биринчи күни «Өтүп кетиш» һейти дәп атилиду. Бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәйду. биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип:
— «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди.
18Һәзрити Әйса уларға:
— Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди.
19Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти. 20Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән дәстиханда олтарди. 21У тамақ йәветип:
— Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
22Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп:
— Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
23— Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни тәхсигә Мән билән биллә чилиған кишидур. 24Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.
25Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда:
— Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға:
— Дәл сән, — деди.
26Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә:
— Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди.
27Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп:
— Һәммиңлар буниңдин ичиңлар. 28Бу Мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келишимини түзидиған қенимдур. 29Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падишалиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди.
30Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши
31Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға:
— Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа:
«Қойчини уруп өлтүримән,
Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
32Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
33Петрус Униңға:
— Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
34— Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
35Бирақ Петрус:
— Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавәт
36Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп 37Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди. 38У уларға:
— Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди 39вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип:
— Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
40У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа:
— Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?! 41Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
42Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип:
— Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. 43У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди.
44Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
45Кейин шагиртларниң йениға келип:
— Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди. 46Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту! — деди.
Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши
47Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди. 48Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди. 49У удул һәзрити Әйсаниң алдиға берип:
— Салам, Устаз, — дәп Уни сөйди.
50Һәзрити Әйса униңға:
— Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәмләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди. 51Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 52Һәзрити Әйса униңға:
— Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду. 53Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду. 54Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди.
55Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди:
— Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. 56Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди.
Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
Алий кеңәшмидә сотлиниш
57Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди. 58Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди. 59Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти. 60Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип:
61— Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди.
62Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға:
— Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди. 63Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди.
Баш роһаний Униңға:
— Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.
64Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди:
— Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниңдин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр.
65Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип #26:65 Баш роһаний һәзрити Әйсани «күпүрлүк қилди», дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн, кийимлирини жиртқан. Һәзрити Әйсаниң Өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши Униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт Мәндидур, дегәнлигидур. ташлап:
— У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. 66Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди.
— Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар.
67Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап:
68— Әй Мәсиһ, Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дейишти.
Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши
69Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип:
— Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
70— Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида.
71Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға:
— Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди.
72Петрус қәсәм қилип:
— Мән У Адәмни тонумаймән, — дәп йәнә инкар қилди.
73У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип:
— Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуңдин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти.
74Петрус қәсәм қилип:
— У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.
Дәл шу чағда ғораз чиллиди. 75Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
Currently Selected:
Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 26: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti