YouVersion Logo
Search Icon

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 1

1
Әйса Мәсиһниң нәсәбнамиси
1Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади. 2Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси, 3Йәһуда Тамардин туғулған Парәс вә Зәраһниң атиси, Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, 4Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, 5Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, 6Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси, 7Сулайман Реһабамниң атиси, Реһабам Абияниң атиси, Абия Асаниң атиси, 8Аса Йәһошафатниң атиси, Йәһошафат Йорамниң атиси, Йорам Узийәниң атиси, 9Узийә Йотамниң атиси, Йотам Аһазниң атиси, Аһаз Һизикийәниң атиси, 10Һизикийә Манассәниң атиси, Манассә Амонниң атиси, Амон Йошийәниң атиси, 11Йошийә Исраил әвлатлири Бабилонға сүргүн қилинғанда туғулған Йәконйә вә униң қериндашлириниң атиси, 12Йәконйә исраиллар Бабилонға сүргүн болғандин кейин туғулған Шалтийәлниң атиси, Шалтийәл Зерубабилниң атиси, 13Зерубабил Абиһудниң атиси, Абиһуд Әляқимниң атиси, Әляқим Азорниң атиси, 14Азор Садоқниң атиси, Садоқ Аһимниң атиси, Аһим Әлиһудниң атиси, 15Әлиһуд Әлъазарниң атиси, Әлъазар Матанниң атиси, Матан Яқупниң атиси, 16Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи. 17Бундақ болғанда, Ибраһим пәйғәмбәрдин Давут падишағичә он төрт әвлат, Давут падишадин исраиллар Бабилонға сүргүн қилинғичә он төрт әвлат вә улар Бабилонға сүргүн болғандин Мәсиһ дунияға кәлгәнгә қәдәр охшашла он төрт әвлат өткән.
Әйса Мәсиһниң дунияға келиши
18Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди. 19Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди. 20Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән. 21У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса #1:21 Әйса — «Пәрвәрдигар қутқузиду» дегән мәнани билдүриду. дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди.
22Мана булар Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ: 23«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел #1:23 Иммануел — «Худа биз билән биллә» дегән мәнани билдүриду. қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур. 24Йүсүп ойғинип периштәниң дегинини қилип, Мәрийәмни әмригә алди. 25Лекин Мәрийәм бошан­ғичә униң билән бир ястуққа баш қоймиди. Бала туғулғанда, Йүсүп Униңға Әйса дәп исим қойди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy