Мисирдин чиқиш 27
27
Қурванлиқ суписи
1— Акация яғичидин бир қурванлиқ суписини ясаңлар. Супа төрт булуңлуқ болуп, униң егизлиги бир йерим, узунлуғи вә кәңлиги икки йерим метрдин қилинсун. 2Супиниң төрт бүҗигигә мүңгүзләр чиқирилсун һәм супа билән бир пүтүн қилинип, мис билән қаплансун. 3Қурванлиқ суписиниң күлини елиш үчүн күлдан, гүҗәк, дас, лахшигир вә отданлар ясалсун. Бу сайманларниң һәммиси мистин болсун. 4Буниңдин башқа, қурванлиқ суписиға мистин бир тор ясап, униң төрт бүҗигигә төрт данә мис һалқа бәкитип қоюлсун. 5Тор қурванлиқ суписи отханисиниң оттурисидики тор тәкчисиниң үстигә қоюлсун. 6Буниңдин башқа, йәнә қурванлиқ суписини көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, буларни мис билән қаплаңлар. 7Қурванлиқ суписини көтәргәндә, балдақлар икки яндики һалқиларға өткүзүлсун. 8Қурванлиқ суписиниң оттуриси кавак қилинсун. Бу Мән тағда саңа көрсәткән нусхида тахтайдин ясалсун.
Ибадәт җайиниң һойлиси
9— Ибадәт чедириниң әтрапини тосап һойла қилиш үчүн кәндир жиптин пәрдә тоқулсун. Җәнуп тәрәптики пәрдиниң узунлуғи әллик метр қилинсун. 10Пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили жигирмә данә мис пут ясалсун. Пәрдиләрни бәкитидиған түврүкниң илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалсун. 11Шимал тәрәпкиму пәрдә орнитилсун. Униң узунлуғиму әллик метр қилинип, пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қоюш үчүн жигирмә данә мис пут ясалсун. Пәрдиләрни бәкитидиған түврүкниң илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалсун. 12Ғәрип тәрәптики пәрдиниң узунлуғи жигирмә бәш метр қилинсун. Пәрдини көтирип туруш үчүн, он данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили он данә мис пут ясалсун. 13Һойлиниң шәриқ тәрипидики пәрдиниң узунлуғиму жигирмә бәш метр болсун. 14Кириш ағзи шәриқ тәрәптә болсун. Кириш ағзиниң бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болсун. Пәрдини бәкитиш үчүн үч түврүк вә үч пут ясалсун. 15Йәнә бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болсун. Униңғиму үч данә мис түврүк, уларниң тегигә қойғили үч данә мис пут ясалсун.
16Кириш ағзи үчүн көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин кәңлиги он метрлиқ пәрдә тоқулсун. Кәштичиләр уни кәштилисун. Пәрдә төрт данә путқа бәкитилгән төрт түврүккә орунлаштурулсун. 17Һойлиниң төрт әтрапидики барлиқ түврүкләрниң һәммисидә күмүч һалқа вә илмәк болсун. Түврүкниң путлири мистин ясалсун. 18Һойлиниң узунлуғи әллик метр, кәңлиги жигирмә бәш метр, һойла пәрдисиниң егизлиги икки йерим метр болсун. Пәрдиләр кәндир жиптин тоқулсун. Түврүкниң путлири болса мистин ясалсун. 19Ибадәт чедиридики барлиқ җабдуқлар һәм чедирдики вә һойлидики қозуқларниң һәммиси мистин ясалсун.
Йенип туридиған чирақ һәққидә низам
20— Чирақниң һемишәм йенип туруши үчүн исраилларға сап зәйтун йеғи кәлтүрүшни буйруғин. 21Һарун вә униң әвлатлири Пәрвәрдигар билән учришиш чедиридики #27:21 Бу ибадәт чедириға берилгән башқа аталғу. келишим сандуғиниң алдидики пәрдиниң сиртиға чирақ яндуруп қойсун. Бу чирақ Мениң һозурумда кәчқурундин сәһәргичә йениқлиқ турсун. Исраиллар әвлаттин әвлатқичә бу низамға әмәл қилсун.
Currently Selected:
Мисирдин чиқиш 27: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti