Мисирдин чиқиш 16:3-4
Мисирдин чиқиш 16:3-4 HZUTCYR
уларға: — Пәрвәрдигар бизни Мисирда өлтүрүвәткән болсиму болар екән. У йәрдә һеч болмиғанда қазанни чөрәдәп олтирип, гөш вә башқа йемәкликләрни тойғидәк йәттуқ. Лекин силәр бизни чөлгә елип келип, бу йәрдә ачлиқтин өлтүрмәкчи болуватисиләр, — дейишти. Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мән асмандин йемәклик яғдуримән. Исраиллар һәр күни чиқип шу күнлүк озуғини жиғивалсун. Бу арқилиқ Мән уларни синап, уларниң йол-йоруқлиримға бойсунған яки бойсунмиғанлиғиға қараймән.





