YouVersion Logo
Search Icon

Мисирдин чиқиш 14

14
Исраилларниң Қизил деңиздин өтүши
1Пәрвәрдигар Мусаға:
2— Сән исраилларға ейтқин, улар кәйнигә бурулуп, Мигдол шәһири билән деңиз арилиғидики Пи-Һаһирот дегән йәрниң йенида қонуп, чедирлирини Баал-Сәфонға қаритип деңиз бойида тиксун. 3Буниң билән Мисир падишаси «Исраиллар айлинип жүрүп, ахир йолдин адишип чөлдә қамилип қалди», дәп ойлисун. 4Мән уни җаһиллаштуримән. Шуниң билән у силәрниң кәйниңлардин қоғлайду. У чағда Мән Мисир падишаси билән униң қошунини йеңимәндә, һәммә адәм Мениң қанчилик улуқлуғумни билиду. Мисирлиқларму Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду, — деди. Исраиллар Худаниң буйруғини бойичә у йәрдә чедирлирини тикти.
5Мисир падишаси «Исраиллар қечип кәтти» дегән хәвәрни аңлап, әмәлдарлири билән биллә қарарини өзгәртип:
— Биз немә үчүн шунчә ахмақлиқ қилдуқ? Биз исраилларниң қечип кетишигә йол қоюп, нурғун қулдин мәһрум қаптуқ! — дейишти. 6Шуниң билән Мисир падишаси шаһанә җәң һарвусини тәйяр қилдуруп, қошунини башлап йолға чиқти. 7Мисирдики барлиқ җәң һарвулиридин сирт, у йәнә талланған алтә йүз җәң һарвусиниму елип маңди. Һәр бир җәң һарвусиниң ләшкәр башлиғи бар еди. 8Пәрвәрдигар Мисир падишасини җаһиллаштурди. Буниң билән падиша Мисирдин ғалибә билән чиқип кетиватқан исраилларниң кәйнидин қоғлиди. 9Мисир қошуни, җүмлидин җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрләр вә пиядә ләшкәрләр исраилларни таки Қизил деңиз бойидики улар чедир қурған җайғичә тохтимай қоғлап барди. У йәр Пи-Һаһиротниң йенида болуп, Баал-Сәфонниң қарши тәрипидә еди.
10Исраиллар Мисир падишаси вә униң қошуниниң уларни қоғлап кәлгәнлигини көрүш билән интайин қорқуп, Пәрвәрдигарға пәрият қилди. 11Улар Мусаға:
— Бизни Мисирдин бу йәргә елип кәлгиниңиз немиси? Бизни чөл-баяванда өлсун демәкчимусиз? Һәҗәва, Мисирда биз ятқидәк гөрму тепилмасмиди? 12Өз вақтида биз сизгә: «Болди қилиң, Мисирда қул болсақ болайли», демигәнмидуқ?! Қул болуш һаман чөлдә өлгәндин яхши әмәсмиди?! — дейишти.
13Бирақ Муса уларға:
— Қорқмаңлар, тәврәнмәңлар! Бүгүн силәр Пәрвәрдигарниң силәрни қандақ қутқузидиғанлиғини көрисиләр. Силәр бүгүн көргән мисирлиқларни иккинчи көрмәйсиләр. 14Пәрвәрдигар силәр үчүн җәң қилиду. Силәр шүк туруңлар, — дәп җавап қайтурди.
15Пәрвәрдигар Мусаға:
— Маңа йелинма! Исраилларға «Меңиңлар», дәп буйруғин. 16Андин тайиғиңни деңизға қаритип шилтиғин. Шундақта деңиз сүйи иккигә бөлүнидудә, исраиллар қуруқ йәрдин меңип өтәләйду. 17Мән мисирлиқларни җаһиллаштуримән. Шуниң билән улар силәрниң арқаңлардин қоғлайду. Буниң билән Мән Мисир падишаси, униң ләшкәрлири, җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири үстидин ғалибә қилимән. Шундақ қилип, һәммә адәм Мениң қанчилик улуқлуғумни билиду. 18Мән уларни мәғлуп қилғинимда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, — деди.
19Исраилларниң алдида йол башлап меңиватқан Худаниң периш­тәси әнди уларниң кәйнигә өтти. Булут түврүгиму кәйнигә өтүп, 20мисирлиқлар билән исраилларниң оттурисиға берип тохтиди. Булут мисирлиқларға қараңғулуқ чүшәрди, лекин исраилларни йорутти. Шуңа Мисир қошуни исраилларға кечичә йеқин келәлмиди.
21Муса деңизға қолини шилтиди. Пәрвәрдигар бир кечә қаттиқ шәриқ шамили чиқирип, деңиз сүйини кәйнигә яндурди. Деңиз сүйи иккигә бөлүнүп қуруқлуқ пәйда болди. 22Исраиллар деңиз оттурисидики қуруқлуқтин меңип, деңиздин өтти. Сулар егиз тамдәк көтирилгән һалда уларниң икки тәрипидә туратти. 23Мисирлиқлар, җүмлидин падишаниң җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири уларни қоғлап, деңиздики қуруқ йолға кирди. 24Таң сүзүләй дегәндә, Пәрвәрдигар от вә булут түврүги ичидин Мисир қошуниға қарап, уларни қалаймиқан қиливәтти. 25Уларниң җәң һарвулириниң чақлири чүшүп қелип, улар давамлиқ меңишқа амалсиз қалди. Мисирлиқлар:
— Пәрвәрдигар исраилларға ярдәм қилип, бизни мәғлуп қилди. Тез қачайли! — дейишти.
26Пәрвәрдигар Мусаға:
— Деңизға қолуңни узарт, бөлүнгән су әслигә кәлсун. Мисирлиқ­лар вә уларниң җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири суға ғәриқ болсун, — деди. 27Бу таң атқан вақит болуп, Муса қолини деңизға қаритип шилтиди. Буниң билән су йәнә әслигә қайтти. Мисирлиқлар икки тәрәптин келиватқан суниң ичидин қачти. Лекин Пәрвәрдигар уларни деңизда һалак қиливәтти. 28Деңиз сүйи әслигә қайтип, исраилларни қоғлиған пүтүн җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрләр вә пүтүн Мисир қошунлириниң бириниму қалдурмай ғәриқ қиливәтти. 29Лекин исраиллар қуруқ җай билән деңиздин өткәндә, су худди икки тамдәк көтирилип, икки тәрәпкә бөлүнди. 30Исраиллар деңиз бойида мисирлиқларниң җәсәтлирини көргинидә, Пәрвәрдигарниң өзлирини уларниң қолидин қутқузғанлиғини билди. 31Исраиллар Пәрвәрдигарниң зор қудрити билән мисирлиқларни мәғлуп қилған­лиғини көрүп, Пәрвәрдигардин қорқти вә Униңға ишәнди. Униң хизмәткари болған Мусағиму ишәнди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy