Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 23
23
1Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп:
— Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижданим билән яшап кәлдим, — деди.
2Буни аңлиған баш роһаний Һанания Павлусниң йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйриди. 3Павлус униңға:
— Әй теши пал-пал сахтипәз! Сени Худа уриду! Сән у йәрдә олтирип мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартмақчи, лекин мени урғузуп, өзәң Тәврат қануниға хилаплиқ қиливатисән! — деди.
4— Сән Худаниң баш роһанийиға һақарәт кәлтүрүватамсән?! — дейишти йенида турғанлар. 5Павлус:
— Мени кәчүрүңлар! Мән униң баш роһаний екәнлигини билгән болсам, ундақ демәттим, чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни башқуридиған башлиққа төһмәт қилма!» дейилгән, — деди.
6Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқимидикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнлигини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән:
— Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
7Бу сөз униң ағзидин чиқиши билән тәң, пәрисийләр билән садуқийлар талаш-тартиш қилишип кәтти. Кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти. 8Чүнки садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилишигә, периштә вә роһларниң барлиғиға ишәнмәйду. Лекин пәрисийләр буларға ишиниду. 9Буниң билән чуқан-сүрән барғансири күчәйди. Пәрисий еқимидики бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп:
— Биз бу адәмдин һеч қандақ хаталиқ тапалмидуқ! Еһтимал, расттин бир роһ яки периштә униң билән сөзләшкән болса, һәҗәп әмәс! — дәп қаттиқ муназириләшти.
10Талаш-тартиш овҗ елип кәтти. Йәһудийларниң Павлусни тартип парчә-парчә қиливетиштин қорқуп қалған командан ләшкәрлириниң залға кирип, кишиләрниң арисидин Павлусни зорлуқ билән тартип чиқип, қорғанға әкирип кетишини буйриди.
11Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп:
— Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.
Павлусни өлтүрүш сүйиқәсти
12Әтиси әтигәндә бәзи йәһудийлар мәхпий сүйиқәстлик қилишни планлап, Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп қәсәм қилишти. 13Бу сүйиқәстни планлиғучилар қириқ нәччә киши еди. 14Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип:
— Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ. 15Һазир силәр вә алий кеңәшмә Павлусниң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүш баниси билән уни кеңәшмигә елип келишни Рим команданидин тәләп қилиңлар. Биз тәйяр туруп, уни кеңәшмигә елип келиштин илгирила өлтүрүветимиз, — деди.
16Бирақ бу сүйиқәсттин хәвәр тапқан Павлусниң сиңлисиниң оғли дәрһал һәрбий қорғанға кирип, Павлусқа хәвәр қилип қойди. 17Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға:
— Бу жигитни командан билән көрүштүрүп қойсиңиз. Униң команданға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
18Йүз беши бу жигитни команданниң алдиға башлап кирип:
— Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу жигитни сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди, чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
19Командан жигитни қолидин тутуп, бир чәткә тартип:
— Мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
20У җававән мундақ деди:
— Йәһудий ақсақаллири Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрүш баниси билән өзлиридин әтә уни йәһудий алий кеңәшмисигә елип беришни тәләп қилишқа келишти. 21Уларға мақул болмиғайсиз, чүнки қириқ нәччә адәм уни йошурун күтүп туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз һәм ичмәймиз, дәп қәсәм қилишипту. Һазир өзлириниң уларниң тәливигә қошулушлирини күтүп туриду.
22Командан униңға:
— Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч ким уқмисун, — дәп тапилап, уни қайтурди.
Павлусниң һаким Феликскә тапшурулуши
23Командан йүз бешидин иккини чақиртип:
— Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәр һазирлап, бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқиңлар. 24Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.
25Командан Лисияс Павлус һәққидә Феликскә йәнә мундақ бир хәт язди:
26«Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисиястин еһтирам билән салам!
27Мәхсәткә кәлсәм, бу кишини йәһудийлар тутувалған болуп, өлтүрмәкчи болған еди. Лекин униң Рим пухраси екәнлигини билип қелип, ләшкәр башлап берип уни қутқуздум. 28Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң сәвәвини тәкшүрүп ениқлимақчи болуп, уни йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим. 29Нәтиҗидә мән уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң диний қануниға даир мәсилиләрдин башқа нәрсә әмәс екәнлигини байқидим. Униңдин өлүм җазасини беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр җинайәт тапалмидим. 30Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәтлирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».
31Ләшкәрләр буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди. 32Әтиси Павлус атлиқ ләшкәрләрниң елип беришиға тапшурулди. Пиядә ләшкәрләр болса, Йерусалимдики һәрбий қорғанға қайтип кәлди. 33Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди. 34Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқурушидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип, 35униңға:
— Сени үстүңдин әризә қилғучилар кәлгәндә, бир тәрәп қилимән, — деди вә ләшкәрләргә уни Һирод хан салған ордидики бир өйгә солап, назарәт қилишни буйриди.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 23: HZUTCYR
Highlight
Share
Compare
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti