1
Римлиқларға йезилған хәт 7:25
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Худаға шүкүр, Худа мени Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузиду! Мениң әһвалим мана мундақ: қәлбим билән Худаниң қануниға бойсунушни халаймән, лекин әмәлиятимда гунакар тәбиитим сәвәвидин гунаниң қули болимән.
Compare
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:25
2
Римлиқларға йезилған хәт 7:18
Ичимдә, йәни гунакар тәбиитимдә яхшилиқниң йоқлуғини билимән, чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, қабилийитим йоқ.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:18
3
Римлиқларға йезилған хәт 7:19
Шуниң үчүн өзәм нийәт қилған яхши ишларни қилмай, әксичә нийәт қилмиған яман ишларни қилимән.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:19
4
Римлиқларға йезилған хәт 7:20
Өзәм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилдуруватқини мән әмәс, бәлки ичимдә яшаватқан гунадур.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:20
5
Римлиқларға йезилған хәт 7:21-22
Буниңдин өзәмдики шу қанунийәтни чүшәндимки, яхши ишларни қилмақчи болсамму, яманлиқ маңа һаман һәмра болуп турғачқа, мән йәнила яман ишларни қилимән. Худаниң қанунидин ич-ичимдин сөйүнимән.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:21-22
6
Римлиқларға йезилған хәт 7:16
Әгәр мән яман ишларни қилишни халимай туруп, йәнила уларни қилған болсам, у чағда вижданим Тәврат қануниниң яхши екәнлигини етирап қилған болиду.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 7:16