1
Римлиқларға йезилған хәт 6:23
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Чүнки гунаниң төләми өлүм. Бирақ Худаниң Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған соғиси мәңгүлүк һаяттур.
Compare
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:23
2
Римлиқларға йезилған хәт 6:14
Гуна силәрниң һөкүмраниңлар әмәс. Чүнки силәр Тәврат қануниниң илкидә әмәс, бәлки Худаниң бизни гунаниң күчидин халас қилидиған меһир-шәпқити астида яшаватисиләр.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:14
3
Римлиқларға йезилған хәт 6:4
Шуниң үчүн биз чөмүлдүрүлүш арқилиқ Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, биллә көмүлдуқ. Худа Атимизниң бундақ орунлаштуруштики мәхсити шуки, Әйса Мәсиһни Өзиниң улуқ күч-қудрити арқилиқ тирилдүргәндәк, бизниму йеңи һаятқа ериштүрүштур.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:4
4
Римлиқларға йезилған хәт 6:13
Тениңларниң һәр қандақ бир әзасини яман ишларға қурал қилип, гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә өзәңларни Худаға атаңлар, чүнки силәр өлүмдин тирилдүрүлдүңлар. Тениңларниң һәр бир әзасини һәққаний ишларниң қурали қилиңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:13
5
Римлиқларға йезилған хәт 6:6
Шуни билишимиз керәкки, кона тәбиитимиз Әйса Мәсиһ билән биллә чапрас яғачқа миқланди. Шуниң үчүн биз гунакар нәпсимизниң илкидә болмай, гунаниң қуллуғидин қутулдуқ.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:6
6
Римлиқларға йезилған хәт 6:11
Шуниңға охшаш, силәрму һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, өзәңларни гунаға нисбәтән өлгән, лекин Худаға хизмәт қилишқа нисбәтән тирик һесаплаңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:11
7
Римлиқларға йезилған хәт 6:1-2
Ундақта, биз немә дәймиз? Худаниң меһир-шәпқити техиму ашсун дәп, давамлиқ гуна ичидә яшаймизму? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Гунаға нисбәтән биз аллиқачан өлгән. Шундақ екән, биз йәнә давамлиқ гуна ичидә яшимаслиғимиз керәк.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:1-2
8
Римлиқларға йезилған хәт 6:16
Кимгә бойсунсаңлар, шуниң қули болидиғанлиғиңларни билмәмсиләр? Гунаға бойсунсаңлар, у силәрни өлүмгә елип бариду. Худаға бойсунсаңлар, У һәққаний һаятлиққа елип бариду.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:16
9
Римлиқларға йезилған хәт 6:17-18-17-18
Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули болған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.
Explore Римлиқларға йезилған хәт 6:17-18-17-18