Худа инсанларниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн, уларни җазалашниң орниға Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтип бәрди. Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқла Худа Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни Өзи билән яраштурди. Худа Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтиш билән, Өзиниң бурунқи замандики кишиләрниң гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, уларни дәрһал җазалимиғанлиғиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти. Чүнки Әйса Мәсиһ уларниңму гуналири үчүн қурван болди. Мана һазирму Худа йәнә Өзиниң адиллиғини көрситиватиду. Чүнки инсанлар гунакар болсиму, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлиги үчүн, Худа уларни йәнила адиллиқ билән кәчүриду.