Мана шуниң үчүн Худа уларни өзлириниң пәскәш һәвәслиригә қоюп бәрди. Аяллар тәбиий җинсий мунасивәтни тәбиий болмиған мунасивәткә, йәни охшаш җинислиқлар мунасивитигә айландурди. Худди шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунасивәтни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндә җинсий мунасивәтләргә киришти. Шуниң билән улар өз тәнлиридә бу қилмишлириға лайиқ җазани тартти.
Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.