YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 1:26-28

Римлиқларға йезилған хәт 1:26-28 HZUTCYR

Мана шуниң үчүн Худа уларни өзлириниң пәскәш һәвәслиригә қоюп бәрди. Аяллар тәбиий җинсий мунасивәтни тәбиий болмиған мунасивәткә, йәни охшаш җинислиқлар мунасивитигә айландурди. Худди шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунаси­вәтни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндә җинсий мунасивәт­ләргә киришти. Шуниң билән улар өз тәнлиридә бу қилми­шлириға лайиқ җазани тартти. Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.