Пәрвәрдигар униңға:
— Адәмгә сөзләш қабилийитини бәргән ким? Уни сөзләләйдиған яки сөзләлмәйдиған, аңлалайдиған яки аңлалмайдиған, көрәләйдиған яки көрәлмәйдиған қилған Мән Пәрвәрдигар әмәсму? Сән баривәр, Мән саңа сөзмәнлик ата қилимән. Немә дейишиң керәклигини Мән саңа үгитимән, — деди.