Пәрвәрдигар униңға мундақ деди:
— Мән хәлқим исраилларниң Мисирда харлиниватқанлиғини көрдүм. Уларниң әмгәк назарәтчилириниң зулмидин қилған налә-пәриятлирини аңлидим. Уларниң азап тартиватқанлиғини билимән. Шуңа Мән уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузуп, сүт билән һәсәл еқип туридиған бепаян үнүмлүк зиминға елип бериш үчүн чүштүм. У йәр қананлар, хитлар, аморлар, пәризиләр, һивилар вә йәбусларниң маканидур.