Мән силәрни әҗдатлириңлардин Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән. У йәрни силәргә зиминлиққа беримән. Мән Пәрвәрдигардурмән».
Муса бу сөзләрни исраилларға йәткүзди, лекин еғир қуллуқ азавидин роһсизланған исраиллар униң сөзигә қулақ салмиди.