YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 2

2
Худа айримчилиқ қилмайду
1Шуңа сән бундақ яман ишларни қилғучилар үстидин һөкүм қилишиң мүмкин. Бирақ әй бурадәр, сәнму бундақ ишларни қиливатисәнғу! Ундақта, сениң ким болушуңдин қәтъий нәзәр, Худа сорақ қилидиған әшу күндә өзәңни ақлашқа банә көрситәлмәйсән. Чүнки башқилар үстидин мундақ ишларда һөкүм қилсаң, өз үстиң­диму шу ишлардин һөкүм қилған болисән. 2Бизгә мәлумки, Худаниң бундақ ишларни қилғанлар үстидин чиқарған һөкүми һәқтур. 3Бирақ, әй бурадәр, сәнму бундақ ишларни қилип туруп, йәнила башқилар үстидин һөкүм қилсаң, Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп ойламсән? 4Худаниң саңа көрсәткән чоңқур меһриванлиғи, кәңчилиги вә мол сәвир-тақитини сәл чағлаватамсән? Униң саңа меһриванлиқ көрситиштики мәхситиниң сени товва қилидиған йолға башлаш екәнлигини билмәмсән? 5Гунайиңға товва қилмай, җаһиллиқ қилишиң билән Худаниң ғәзивини техиму қозғайсән. Худа ғәзәпкә келип, Өзиниң адил һөкүмини жүргүзидиған күни сән өз бешиңға өзәң чиққан болисән. 6Худа һәр кимниң әмәлиятиға қарап иш көриду. 7Һемишәм сәвирчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилип, Худадин шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә өзиниң мәңгүлүк моҗутлу­ғини издигәнләргә У мәңгүлүк һаят бериду. 8Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду. 9Худа барлиқ яманлиқ қилғучиларға, болупму алди билән Өз хәлқи болған йәһудийларға, андин йәһудий әмәсләргә охшашла еғир күнләр вә дәрт-әләм кәлтүриду. 10Бирақ барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән йәһудийларға, андин йәһудий әмәсләргә охшашла шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-есәнлик ата қилиду. 11Чүнки Худа һәммә инсан­ларға охшаш муамилә қилиду.
12Тәврат қануни йәһудий әмәсләргә чүширилмигәнликтин, улар уни билмәйду. Шундақтиму улар гуна қилса, сораққа тартилиду. Тәврат қануни чүширилгән йәһудийлар болса уни пухта билиду. Лекин уларму гуна қилса, охшашла сораққа тартилиду. 13Чүнки Худаниң алдида қанунни билгәнләр әмәс, бәлки қанунниң барлиқ әмирлиригә әмәл қилғанлар һәққаний адәм дәп җакалиниду. 14(Тәврат қанунини билмәйдиған йәһудий әмәсләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, улар гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, бу қанун уларниң өз қанунидәк болиду. 15Чүнки уларниң өз қәлбидә неминиң тоғра, неминиң хата екәнлигини биләлиши, бу қанунниң әмирлири қәлбигә пүтүклүк екәнлигини көрситиду. Вижданимиз буниңға гува­лиқ бериду. Чүнки уларниң виждани улар хаталиқ өткүзгәндә, уларни әйипләйду, тоғра қилғанда болса, уларни ақлайду.) 16Мән йәткүзүп келиватқан бу Хуш Хәвәр бойичә, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң йошурун ишлири үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду.
Йәһудийлар вә Тәврат қануни
17Ундақта, сәнчу, сән өзәңни йәһудий дәйсән вә Тәврат қануниға егә болғанлиғиң үчүн, мән Худа билән йеқин, дәп махтинисән. 18Саңа Тәврат қануни үгитилгәнликтин Худаниң ирадисини билисән һәм һәқ вә наһәқни пәриқ етәләйсән. 19-20Тәврат қанунидики һәммә билим вә һәқиқәтләрни билимән дәп қарап, өзәңни корларниң йол башлиғучиси, қараңғуда қалғанларниң чириғи, наданларниң йетәкчиси, гөдәкләрниң устази дәп өзәңгә ишинисән. 21Сән башқиларға Худа тоғрисида тәлим берип туруп, өзәңгә бәрмәмсән? Башқиларға оғрилиқ қилма дәп туруп, өзәң оғрилиқ қилмамсән? 22Башқиларға нека садиқлиғини бузма дәп туруп, өзәң нека садиқлиғини бузмамсән? Бутлардин безар болуп туруп, өзәң бутханилардики нәрсиләрни оғрилимамсән? 23Биз йәһудийлар Тәврат қануниға егә болдуқ, дәп махтинип туруп, өзәң дәл шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаниң намиға дағ кәлтүрмәмсән? 24Худди Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин йәһудий әмәсләр Худаға күпүрлүк қилмақта».
25Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду. Лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң қилчи­ликму әһмийити болмайду, хәтнә қилинмиған адәмдин һеч пәрқиң қалмайду. 26Шуниңға охшаш, хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләр қанун­ниң әмирлиригә әмәл қилса, Худа тәрипидин йәнила хәтнә қилин­ған болуп һесаплиниду. 27Сән Тәврат қанунидин хәвәрдар һәм хәтнә қилинған туруп, шу қанунға әмәл қилмисаң, җисманий җәһәттә хәтнә қилинмиған, лекин Тәврат қануниға әмәл қилидиған йәһудий әмәсләр сени гунакар дәп әйиплимәмду?
28Пәқәт сиртқи көрүнүштә йәһудий болғанниң һәммисинила һәқи­қий йәһудий дегили болмайду. Пәқәт җисманий җәһәттә хәтнә қилини­­шиға қарапла уни һәқиқий хәтнә дегили болмайду. 29Қәлбидә Худаниң йолини тутқан адәм һәқиқий йәһудийдур. Униң һәқиқий хәтниси язма қанунға есиливелиш арқилиқ әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ тәрипидин өзгәртилгән қәлб арқилиқ болиду. Бундақ адәм инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин махташқа сазавәр болиду.

Highlight

Copy

Compare

Share

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in