Римлиқларға йезилған хәт 16
16
Павлусниң салими
1Кенһерийә шәһиридики мәсиһийләр җамаитиниң хизмәтчиси болған сиңлимиз Фибини силәргә тонуштуримән. 2Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләргә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған.
3Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдашлирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр. 4Улар мениң үчүн өз һаятиниң хейим-хәтәргә учришиға қаримиди. Ялғуз мәнла әмәс, йәһудий әмәс һәммә мәсиһийләр җамаитиму улардин миннәтдардур. 5Уларниң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигиму салам ейтқайсиләр.
Асия өлкисидә биринчи болуп Әйса Мәсиһкә ишәнгән сөйүмлүк Епениткә салам ейтқайсиләр. 6Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәмгә салам ейтқайсиләр. 7Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.
8Рәббимизгә мәнсүп болған қәдирлик қериндишим Ампилиятқа салам ейтқайсиләр. 9Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр. 10Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилисидики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр. 11Йәһудий қериндишим Һиродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәббимизгә мәнсүп болғанларға салам ейтқайсиләр.
12Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан Трифена вә Трифоса ханимларға салам ейтқайсиләр. Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан қәдирлик достум Персис ханимға салам ейтқайсиләр. 13Рәббимизниң хизмитидә алаһидә тонулған Руфусқа вә униң маңа анилиқ меһрини йәткүзгән анисиға салам ейтқайсиләр. 14Асинкрит, Филигон, Һермис, Патровас, Һермис вә улар билән дайим җәм болидиған қериндашларға салам ейтқайсиләр. 15Филолог вә Юляға, Нерий вә униң сиңлисиға, Олимпас вә улар билән дайим җәм болидиған барлиқ мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр. 16Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам.
Ахирқи несиһәт
17Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар. 18Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқтуриду. 19Силәрниң Рәббимизгә бойсунидиғанлиғиңлардин һәммә хәвәр тапти, шуңа силәрдин наһайити хурсәнмән. Бирақ яхши ишларни қилишта дана болушуңларни, яман ишлардин хали болушуңларни халаймән. 20Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.
21Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам. 22(Мәнки ушбу хәтни Павлусниң ейтқанлири бойичә йезип бериватқан Тертийму Рәббимиз йолида силәргә салам йоллаймән.) 23Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам. { 24Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!}
Дуа вә мәдһийә
25Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур. 26Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсунуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә. 27Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Currently Selected:
Римлиқларға йезилған хәт 16: HZUTCYR
Highlight
Copy
Compare
Share
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: