Римлиқларға йезилған хәт 16:25-27
Римлиқларға йезилған хәт 16:25-27 HZUTCYR
Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур. Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсунуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә. Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!





