YouVersion Logo
Search Icon

Римлиқларға йезилған хәт 11:17-18

Римлиқларға йезилған хәт 11:17-18 HZUTCYR

Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр. Шундақ екән, силәр сундуруветилгән әшу шахлар алдида махтан­маң­лар. Әгәр махтансаңлар, шуни унтумаңларки, силәр йилтизни әмәс, бәлки йилтиз силәрни беқиватиду.