YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 21

21
Һәзрити Әйсаниң йәттә шагиртиға көрүнүши
1Бу ишлардин кейин һәзрити Әйса Тиберийә көлиниң бойида шагиртлириға йәнә бир қетим көрүнди. Бу қетимқи көрүнүшниң җәрияни мундақ болди: 2Симун Петрус, «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас, Җәлилийәдики каналиқ Натанйәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки шагирт биллә еди. 3Симун Петрус:
— Мән белиқ тутқили баримән, — деди.
Көпчилик:
— Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти.
Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин кечичә һеч нәрсә туталмиди. 4Таң атқанда һәзрити Әйса су бойида туратти, бирақ шагирт­лар Униң һәзрити Әйса екәнлигини билмиди. 5Һәзрити Әйса:
— Балилар, силәрдә белиқ йоқму? — дәп сориди.
— Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6— Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, андин туталайсиләр, — деди һәзрити Әйса.
Улар торни шу яққа ташлаведи, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди. 7Һәзрити Әйсаниң яхши көргән шагирти Петрусқа:
— Бу Рәббимизғу! — деди.
Симун Петрус Униң һәзрити Әйса екәнлигини аңлап, селивәткән чапинини кийип, суға сәкриди. 8Қалғанлар қирғақтин анчә жирақ әмәс, тәхминән йүз метрчә жирақлиқта болуп, белиқ билән толған торни кемә билән тартип қирғаққа кәлди. 9Улар қирғаққа чиққанда, яғач көмүрдин йеқилған үстидә белиқ бар гүлханни вә нанни көрди. 10Һәзрити Әйса:
— Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
11Симун Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәми бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди. 12Һәзрити Әйса:
— Келиңлар, тамақ йәңлар, — деди. Шагиртларниң ичидә бирәрсиму Униңдин:
— Сиз Ким болисиз? — дәп сорашқа петиналмиди, чүнки улар Униң өзлириниң Рәбби екәнлигини билди. 13Һәзрити Әйса нан билән белиқни әкелип уларға бәрди. 14Мана бу һәзрити Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, шагиртлириға үчинчи қетимқи көрүнүши еди.
Һәзрити Әйсаниң Петрус билән сөзлишиши
15Тамақтин кейин һәзрити Әйса Симун Петрустин:
— Юһанна оғли Симун, сән Мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди.
— Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни Сиз билисиз, — деди Петрус.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қозилиримни отлат! — деди.
16Иккинчи қетим йәнә униңдин:
— Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус йәнә:
— Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни билисиз, — деди.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
17Үчинчи қетим йәнә:
— Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп:
— Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни отлат. 18Билип қойғинки, яш вақтиңда өз бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә кетәттиң, лекин қериғанда қоллириңни узитип берисән. Башқилар сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.
19Һәзрити Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүм арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини билдүрүш үчүн ейтти. Андин униңға йәнә:
— Маңа әгишивәр, — деди.
20Петрус кәйнигә бурулуп, һәзрити Әйсаниң яхши көридиған шагир­тиниң әгишип келиватқанлиғини көрди. (Бу һәзрити Әйсаниң ахирқи кәчлик тамиғида Униңға йеқин олтирип: «Әй Рәббим, Сизни тутуп бәрмәкчи болған кимду?» дәп сориған шагирт еди.) 21Петрус уни көрүп, һәзрити Әйсадин:
— Әй Рәббим, бу адәм кәлгүсидә қандақ болар? — дәп сориди.
22— Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болушини халисам, буниң сән билән немә мунасивити бар? Маңа әгишивәр, — деди һәзрити Әйса униңға.
23Буниң билән қериндашлар арисида һелиқи шагиртниң өлмәйди­ған­лиғиға даир гәп тарқалди. Лекин һәзрити Әйса Петрусқа: «У өлмәйду», демигән еди. Пәқәт: «Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болу­шини халисам, буниң сениң билән немә мунасивити бар?» дегән еди.
Хатимә
24Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәм бу ишларни хатирилигүчи әйнә шу шагирттур. Бизму билимизки, униң гувалиғи һәқтур.
25Һәзрити Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди. Әгәр уларниң һәммиси айрим-айрим йезилған болса, мениңчә китап­лар пүтүн дунияға сиғматти!

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy