YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 20

20
Һәзрити Әйсаниң тирилиши
1Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди. 2У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға:
— Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини бил­мидуқ! — деди.
3Петрус билән һелиқи шагирт ташқириға чиқип, йәрликкә қарап йол алди. 4Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди. 5У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турған­ли­ғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. 6Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди. 7Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
8Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди. 9Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди. 10Шуниңдин кейин иккиси өзлири туруватқан җайға қайтишти.
Һәзрити Әйсаниң мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнүши
11Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғ­лап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи, 12ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13Улар Мәрийәмдин:
— Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди.
— Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйва­тимән, — деди Мәрийәм.
14У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғи­нини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнли­гини биләлмиди.
15— Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап:
— Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойған­лиғи­ңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди.
16— Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға.
Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида:
— Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.)
17— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.
18Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға:
— Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди.
Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға көрүнүши
19Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудий­лар­дин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға:
— Аман болуңлар! — деди 20вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға пат­май хошал болушуп кәтти. 21Һәзрити Әйса уларға йәнә:
— Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди.
22Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп:
— Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар. 23Кимниң гунали­рини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуна­лирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилин­майду, #20:23 Бу әлчиләрниң кишиләрниң гунайини кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Пәқәт Худала гунани кәчүрүм қилалайду. Бу йәрдә әлчиләргә һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гунайиниң кәчүрүм қилинғанлиғини җакалаш имтиязи берилгәнлиги шәрһиләнгән. — деди.
Һәзрити Әйсаниң Томасқа көрүнүши
24Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди. 25Кейин улар униңға:
— Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас:
— Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп:
— Аман болуңлар! — деди. 27Андин Томасқа:
— Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди.
28— Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.
29Һәзрити Әйса униңға:
— Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгән­ләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.
Бу китаптики мәхсәт
30Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти. 31Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy