YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 19

19
Һәзрити Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши
1Буниң билән һаким Пилатус һәзрити Әйсани қамчилатти. 2Ләшкәрләр тикән шахлирини өрүп, бир таҗа ясап, һәзрити Әйсаниң бешиға кийдүрүшти. Андин Униңға падишаларға хас сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти. 3Улар йәнә Униң алдиға келишип:
— Яшисун йәһудийларниң «Падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, Униң качитиға урушти.
4Һаким Пилатус йәнә ордисидин чиқип халайиққа:
— Диққәт! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиң­лар үчүн, Уни силәрниң алдиңларға елип чиқимән, — деди.
5Буниң билән һәзрити Әйса бешидики тикәнлик таҗа вә учисидики сөсүн рәңлик тон билән ташқириға елип чиқилди. Һаким Пилатус уларға:
— Мана бу Адәм! — деди.
6Алий роһанийлар вә ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани көрүп:
— Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти.
— Уни өзәңлар миқлаңлар! Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди Пилатус.
7Йәһудийлар мундақ дейишти:
— Биздә шундақ бир қанун бар, шу қанунға асасән, У Өзини Худа Оғли дәп атиғанлиғи үчүн, өлтүрүлүшкә тегишлик.
8Һаким Пилатус бу сөзни аңлап, техиму қорқуп, 9йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсадин:
— Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди.
Һәзрити Әйса җавап бәрмиди.
10— Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум болғи­ни­дәк, чапрас яғачқа миқлитишқиму һоқуқум барлиғини билмәм­сән? — деди һаким Пилатус.
11— Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса.
12Шуниң билән Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди, лекин йәһудийлар:
— Бу Адәмни қоювәтсиңиз, Рим императориниң дости болмиған болисиз! Ким өзини падиша десә, у киши императорға қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.
13Һаким Пилатус бу сөзләрни аңлап, һәзрити Әйсани ташқириға чиқарди вә «Таш билән қопирилған мәйдан» (арамий тилида «Ғаббата») дегән йәрдики һөкүм чиқириш орнида олтарди.
14У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи болуп, саат он иккигә аз қалған еди. Һаким Пилатус йәһудийларға:
— Мана бу силәрниң Падишариңлар! — деди.
15— Йоқитиң, йоқитиң, Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақи­рашти йәһудийлар.
— Мени Падишариңларни чапрас яғачқа миқлатсун дәмсиләр? — деди Пилатус.
Алий роһанийлар:
— Рим императоридин башқа падишаримиз йоқ! — дәп вақирашти.
16Буниң билән һәзрити Әйса һаким Пилатусниң буйруғи билән чап­рас яғачқа миқлинишқа тапшурулди.
Һәзрити Әйсаниң чапрас яғачқа миқлиниши
17Ләшкәрләр һәзрити Әйсани елип маңди. У Өз чапрас яғичини дүмбисигә артип, «Баш сүйәк» (арамий тилида «Голгота») дегән йәргә барди. 18Улар Уни шу йәрдә чапрас яғачқа миқлап, чапрас яғачни тиклиди. Һәзрити Әйсаниң икки тәрипидә йәнә икки җинайәтчи бар болуп, уларму Униң билән тәң миқланди. Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичи икки җинайәтчиниң оттурисиға тикләнгән еди.
19Һаким Пилатус тахтиға «Насирәлик Әйса — йәһудийларниң Пади­шаси» дәп йезип, чапрас яғачқа астуруп қойди. 20Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә үч хил йезиқта йезилғанлиғи һәм һәзрити Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғи үчүн, нурғун йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуған еди. 21Шуңа йәһудийларниң алий роһанийлири һаким Пилатусқа:
— «Йәһудийларниң Падишаси» дәп язмаң, Өзини «Мән йәһудий­ларниң Падишаси дегән» дәп йезиң, — дейишти.
22Бирақ һаким Пилатус уларға:
— Язидиғинимни яздим! — деди.
23Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, Униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бири бир үлүштин елишти. Тониниң ичидики узун көйнәкниму елишти. Бу көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди. 24Шуниң билән ләшкәрләр бир-биригә:
— Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти.
Буниң билән Муқәддәс Язмилардики мону сөзләр әмәлгә ашурулди:
«Тонумни бөлүшти улар,
Көйнигим үчүн тартишти чәкләр».
Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.
25Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопаниң аяли Мәрийәм вә мәҗдәллик Мәрийәмләр туратти. 26Һәзрити Әйса аниси билән Өзи яхши көридиған шагир­тиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға:
— Ана, бу сизниң оғлуңиз болсун, — деди.
27Кейин шагиртиға:
— Бу сениң анаң болсун, — деди.
Шу вақиттин етиварән, һәзрити Әйсаниң у шагирти Мәрийәмни өзиниң өйидә турғузди.
Һәзрити Әйсаниң өлүми
28Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин:
— Уссидим! — деди.
Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашу­рулди.
29У йәрдә әрзән үзүм шарави билән толтурулған бир туң бар еди. Улар үзүм шаравиға чиланған бир парчә латини лепәкгүл ғолиға бағлап, һәзрити Әйсаниң ағзиға узатти. 30Һәзрити Әйса үзүм шара­вини тетиғандин кейин:
— Тамам болди! — дедидә, бешини төвән чүширип, җан бәрди.
Һәзрити Әйсаниң биқиниға нәйзә санчилиши
31У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Бу һейт дәм елиш күнигә тоғра кәлгән еди. Йәһудийлар чапрас яғачқа миқланғанларниң җәсидини дәм елиш күнидә чапрас яғачта қалдурушни тоғра көрмәтти. Шуңа йәһудий ақсақаллири җәсәтләрни чапрас яғачтин еливетиш мәхситидә, һаким Пилатустин миқланғанларниң тезирәк өлүши үчүн уларниң путлирини чеқиветишни тәләп қилди.
32Шуниң билән ләшкәрләр берип, һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған һелиқи икки адәмниң путлирини чеқивәтти. 33Лекин һәзрити Әйсаға кәлгәндә, Униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән Униң путини чақмиди. 34Бирақ ләшкәрләрдин бири Униң биқи­ниға нәйзисини санчиведи, шу ан қан вә су еқип чиқти.
35Силәрни ишәнсун дәп, буни көргүчи гувалиқ бәрди. Униң гувалиғи һәқтур. Көргүчи өзиниң ейтқанлириниң һәқ екәнлигини билиду. 36-37Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди.
Һәзрити Әйсаниң дәпнә қилиниши
38Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, араматиялиқ Йүсүп һәзрити Әйсани дәпнә қилиш үчүн һаким Пилатустин Униң җәсидини елип кетишни тәләп қилди. (Йүсүп һәзрити Әйсаниң әгәшкүчиси еди, лекин йәһудий ақсақаллиридин қорққинидин буни мәхпий тутатти.) Һаким Пилатус рухсәт бәргәндин кейин, Йүсүп берип һәзрити Әйсаниң җәсидини чапрас яғачтин чүширип елип кәтти. 39Бурун бир кечиси һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән Никодимму җәсәткә чачидиған сәбрә арилаш мурмәкки дегән дора-дәрмандин оттуз нәччә килограмм елип, Йүсүп билән биллә кәлди. 40Иккиси һәзрити Әйсаниң җәсидини йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, кәндир рәхт билән орап кепинлиди. 41Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким қоюлмиған йеңи бир өңкүр йәрлик бар еди. 42Бу күн һейтниң һарписи һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи сәвәвидин, улар һәзрити Әйсани шу йәргә дәпнә қилди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy