YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 17

17
Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға дуа қилиши
1Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асман­ға тикип мундақ дуа қилди:
— Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлу­ғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун. 2Чүнки Сән Униңға пүткүл инсанийәттин үстүн һоқуқ ата қилдиң. Буниң билән У Сән Униңға бәргән адәмләрниң һәммисигә мәңгүлүк һаят ата қилсун. 3Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур. 4Мән Сән Маңа буйруған һәммә ишларни орунлаш билән Сениң улуқлуғуңни йәр йүзидә аян қилдим. 5Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән.
6Сән бу дуниядин Маңа таллап бәргәнләргә Сени аян қилдим. Улар Сениңки еди, уларни Маңа бәрдиң, улар Сениң сөзүңгә әмәл қилди. 7Улар Сән Маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини әнди билди. 8Чүнки Сән Маңа қилған сөзләрни уларға йәткүздүм, уларму қобул қилди. Сәндин кәлгәнлигимни һәқ дәп билди һәм Мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди. 9Булар үчүн дуа қилимән. Бу дунияниң адәмлиригә әмәс, бәлки Сән Маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән, чүнки улар Сениңкидур. 10Мениңки Сениңкидур, Сениңки болса, Мениңкидур. Мениң улуқлуғум улар арқилиқ аян болди.
11Мән әнди айрилиш алдида туримән. Уларни бу дунияда қалдуруп, Сениң йениңға кетиватимән. Әй муқәддәс Ата, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғин. Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун. 12Мән улар билән биллә болған вақтимда, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлидим һәм қоғдидим. Уларниң ичидә һалакәт йолиға маңған кишидин башқа бириму йоқалмиди. Муқәддәс Язмилардики Маңа сатқунлуқ қилидиған киши тоғрилиқ ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши үчүн, мошундақ болди.
13Мана әнди Сениң йениңға кетимән. Уларниң қәлбидә Мениң хошаллиғим толуп ташсун, дәп бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим, 14сөзлириңни йәткүздүм. Бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтләнди, чүнки Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 15Уларни бу дуниядин айривәт дәп әмәс, бәлки шәйтандин сақла дәп тиләймән. 16Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 17Уларни һәқиқи­тиң арқилиқ Өзәңгә атиғузғайсән, чүнки Сениң сөзлириң һәқтур. 18Сән Мени дунияға әвәткиниңдәк, Мәнму уларни дунияға әвәттим. 19Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән.
20Мән улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң йәткүзидиған сөзлирини аңлап, Маңа ишинидиғанлар үчүнму дуа қилимән. 21Уларниң һәм­миси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән. 22Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун, дәп Сән Маңа бәргән улуқлуқни уларға ата қилдим. 23Мән уларда, Сән Мәндә; бу уларниң иттипақлиғиниң мукәммәллишиши үчүндур. Бу дунияниң адәмлири шу арқилиқ Мени әвәткәнлигиңни һәм Мени сөйгиниңдәк Маңа ишәнгәнләрниму сөйидиғанлиғиңни билсун.
24Әй Ата, Сән Маңа бәргән кишиләрниң һәммисиниң Мән билән бир йәрдә болушини һәм уларниң улуқлуғумни көрүшини арзу қилимән. Бу дуния яритилиштин бурун, Мени сөйгәнлигиң үчүн Маңа бәргән улуқлуқтур. 25Әй адил Ата, бу дунияниң адәмлири Сени тонумайду, амма Мән Сени тонуймән. Шагиртлиримму Мени Сениң әвәткәнлигиңни билиду. 26Мән Сени уларға аян қилдим, йәнә давамлиқ аян қилимән. Буниң билән Маңа болған меһир-муһәббитиң уларда болсун һәм Мәнму уларда болай.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy