Муқәддәс Язмиларда: «Униңға ишәнч қилғанла киши наүмүттә қалмайду», дейилгән. Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләрниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду. Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Рәббимизгә илтиҗа қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».