Падиша Йүсүпкә:
— Атаң билән қериндашлириң бу йәргә кәпту. Мисирниң зимини уларниң алдида турупту. Өзлири мәмликәтниң әң яхши йерини таллисун. Гошәндә турсиму болувериду. Уларниң арисида қабилийәтлик кишиләр болса, маллиримни башқурушқа қойсаңму болиду, — деди.