Андин Яқуп мундақ дуа қилди:
— Әй бовам Ибраһим билән атам Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа, дуайимға қулақ салғайсән! Әй Пәрвәрдигар, Сән мени жутумға һәм туққанлиримниң йениға қайтишқа буйруған вә һәммә ишлиримни оң қилип беридиғанлиғиңни ейтқан едиң.