Сехиргәрләрму өз сехирлири билән паша пәйда қилмақчи болған болсиму, лекин бу иш уларниң қолидин кәлмиди. Адәм вә һайванатларниң бәдинини паша қаплап кәтти. Сехиргәрләр падишаға:
— Бу ишни Худа қилди! — дейишти. Бирақ дәл Пәрвәрдигар ейтқандәк, падиша җаһиллиқ қилип, Муса билән Һарунниң сөзигә қулақ салмиди.