Пәрвәрдигар Мусаниң алдидин өтүп:
— Мән «Мәңгү Бар Болғучи», йәни Пәрвәрдигардурмән. Мән интайин меһриван вә рәһимдил Худадурмән. Асанлиқчә ғәзәпләнмәймән, меһир-муһәббитим мол, вападармән. Миңлиған әвлатларға болған меһир-муһәббитимни үзүлдүрмәй, гуна вә хаталиқларни кәчүрүм қилимән. Лекин Мән гунакарларни җазалимай қоймаймән, уларниң әвлатлирини таки үчинчи, төртинчи әвлатқичә җазалаймән, — деди.