Андин Пәрвәрдигар Мусаға:
— Сән қолуңни асманға көтәр! Пүтүн Мисирни зулмәт қараңғулуқ қаплайду, — деди. Муса қолини асманға көтириведи, пүтүн мәмликәтни үч күн зулмәт қараңғулуқ басти. Бу чағда мисирлиқлар бир-бирини көрәлмиди, өйидинму талаға чиқалмиди. Лекин исраиллар яшайдиған йәрләр болса йоруқ турди.