Фестус уларниң арисида он күнчә туруп, Қәйсәрийәгә қайтип кәлди. Әтиси сот ечип, Павлусни сот мәйданиға елип келишни буйриди. Павлус кәлгәндин кейин, Йерусалимдин кәлгән йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләрни артип, униң үстидин шикайәт қилди. Бирақ һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.