1
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:35
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
HZUTCYR
Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлардин чиқармайсиләр!
Compare
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:35
2
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:24
Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:24
3
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:28
Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғлиниң қениға сетивалған.
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:28
4
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:32
Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:32