Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти. Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп, зинданниң һуллириму силкинип кәтти. Зинданниң пүтүн ишиклири ечилип, мәһбуслардики кишәнләрму чүшүп кәтти.