Мисирдин чиқиш 37
37
Келишим сандуғини ясаш
1Бизалил акация яғичидин узунлуғи йүз жигирмә бәш, кәңлиги вә егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясиди. 2Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутти. 3У йәнә алтундин төрт һалқа қуйдуруп, сандуқниң төрт путиға бир тәрипигә иккидин орнатти. 4-5Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уларни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзди. 6Сандуқниң үстигә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» ясиди. 7Алтундин икки данә «керуб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп, 8«Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир пүтүн қилип бирләштүрди. 9Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һалда тәхтниң йүзигә қаришип, қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип туридиған болди.
Үстәл
10Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир үстәл ясилип, 11сап алтун билән қапланди һәм униң чөрисигә алтундин җийәк тутулди. 12Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюлуп, униңғиму алтун җийәк тутулди. 13Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясилип, үстәлниң төрт бүҗигидики путиға орнитилди. 14Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа пәвазға йеқин орнитилди. 15Балдақ акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди. 16Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә пиялиләр сап алтундин ясалди.
Чирақдан ясаш
17Сап алтундин бир чирақдан соқулди. Чирақданниң пути билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә бәрглири бир пүтүн қилинди. 18Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилди. 19Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики үч тал қәдәһ болди. Чирақданниң алтә шахчисиниң һәммисила мошундақ ясалди. 20Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болди. 21Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң астиға түгүн чиқирилди. Чирақданниң алтә шехиниң һәммиси шундақ ясалди. 22Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин соқулди. 23Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилди. 24Чирақдан, униң пилик қисқучлири вә күлданлири оттуз төрт килограмм сап алтундин ясалди.
Исриқданни ясаш
25Исриқдан акация яғичидин ясалди. У төрт булуңлуқ болуп, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин қилинди. 26Униң үсти, төрт тәрипи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлди. 27Исриқданни көтиридиған балдақларни өткүзүш үчүн алтундин икки һалқа ясилип, икки яндики җийәкләрниң астиға бәкитилди. 28Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.
29Хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә муқәддәс яғ вә хушбой исриқлар ясалди.
Iliyochaguliwa sasa
Мисирдин чиқиш 37: HZUTCYR
Kuonyesha
Shirikisha
Nakili
Je, ungependa vivutio vyako vihifadhiwe kwenye vifaa vyako vyote? Jisajili au ingia
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti