Мисирдин чиқиш 25
25
Ибадәт җайи үчүн сунулидиған һәдийәләр
1Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
2— Сән исраилларға ейтқин: «Кимду-ким разимәнлик билән Маңа һәдийә сунушни халиса, һәдийә сунсун. 3Силәр мундақ һәдийәләрни қобул қилиңлар: алтун, күмүч, мис 4һәм көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жип, кәндир жип, өшкә тивити, 5қизил боялған қошқар териси, нәпис ишләнгән териләр, акация яғичи, 6чирақ үчүн яғ, муқәддәс яғ вә исриқ үчүн хушбой дора-дәрмәкләр, 7баш роһаний кийидиған ефод #25:7 28:6-14кә қараңлар. билән көкрәклигигә қадилидиған йоллуқ һеқиқ вә башқа есил ташлар. 8Улар Маңа бир муқәддәс туралғу ясисун. Буниң билән Мән уларниң арисида туримән. 9Бу ибадәт чедирини вә униң ичидики сайманларни Мән саңа көрсәткән нусхичә оп-охшаш қилип ясисун».
Келишим сандуғи
10— Акация яғичидин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш сантиметр, кәңлиги вә егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясаңлар. 11Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутуңлар. 12Алтундин төрт һалқа қуйдуруп сандуқниң төрт путиға, бир тәрипигә иккидин орнитиңлар. 13-14Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзүңлар. 15Икки балдақ һемишәм һалқида турсун, униңдин чиқириветилмисун. 16Мән саңа беридиған, пәризләр йезилған икки таш тахта сандуқниң ичигә қоюлсун.
17Сандуқниң үстидә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» ясаңлар. 18Алтундин икки данә «керуб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп, 19«Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир пүтүн қилип бирләштүрүңлар. 20Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һаләттә тәхтниң йүзигә қаришип, қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип турсун. 21Мән саңа беридиған пәризләр йезилидиған икки таш тахтини сандуқниң ичигә қоюп, сандуқ ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» сандуқниң үстигә қоюңлар. 22Мән у йәрдә сән билән учришип, тәхтниң үстидә икки қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилиниң оттурисида туруп, исраилларға чүширидиған әмирлиримни саңа йәткүзимән.
Үстәл
23— Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир үстәл ясап, 24сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутуңлар. 25Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюп, униңғиму алтун җийәк тутуңлар. 26Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясап, үстәлниң төрт бүҗигидики путиға орнитиңлар. 27Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа пәвазға йеқин болсун. 28Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қаплансун. 29Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә пиялиләрни сап алтундин ясаңлар. 30Үстәлгә һемишәм Маңа һәдийә қилинған нанларни #25:30 Адәттә җәми 12 парчә нан қоюлидиған болуп, бу исраилларниң 12 қәбилисигә вәкиллик қилатти. Исраил ақсақаллири нанларни тизип қоюш арқилиқ өзлириниң әмгәк мевилирини Пәрвәрдигарға аташни халайдиғанлиғини, бу арқилиқ өзлири еришкән мол һосулниң Пәрвәрдигарниң ата қилғанлиғини етирап қилиш екәнлигини билдүрүш еди. тизип қоюңлар.
Чирақдан
31— Сап алтундин бир чирақдан соқулсун. Чирақданниң пути билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә гүл бәргилири бир пүтүн қилинсун. 32Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилсун. 33Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәргилири болған бадам чечиги шәклидики үч тал қәдәһ болсун. Чирақданниң алтә шахчисиниң һәммисила мошундақ ясалсун. 34Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәргилири болған бадам чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болсун. 35Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң астиға түгүн чиқирилсун. Чирақданниң алтә шехиниң һәммиси шундақ ясалсун. 36Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин соқулсун. 37Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилсун. 38Униң пилик қисқучлири вә күлданлири сап алтундин қилинсун. 39Чирақдан өзигә вә пүтүн сайманлириға оттуз төрт килограмм сап алтун ишлитилсун. 40Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун.
Iliyochaguliwa sasa
Мисирдин чиқиш 25: HZUTCYR
Kuonyesha
Shirikisha
Nakili
Je, ungependa vivutio vyako vihifadhiwe kwenye vifaa vyako vyote? Jisajili au ingia
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti