Лекин униң оқ-яри мәзмут йәнила,
Униң қоллири күчлүк йәнила.
Таянғачқа у Яқуп етиқат қилған қадир Худаға,
Йәни исраилниң Падичисиға, Қорам Тешиға.
Атаң ибадәт қилған Худа саңа ярдәм қилар,
Һәммигә қадир Худа сени бәхитлик қилар.
У саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп,
Йәрдики булақларни тәғдим қилар.
Ат-калилириңни һәм авутуп,
Әвлатлириңни көп қилар.